Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Йәһуда язған хәт 1:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Буларниң һалиға вай! Чүнки улар өз инисини өлтүргән Қабилниң йоли билән маңди. Пул тепиш үчүн Билъамға охшаш һәр қандақ яман ишни қилди. Кораһ Худаға қарши исиян көтирип һалак болғандәк, уларму ахир һалак болиду.

Gade chapit la Kopi




Йәһуда язған хәт 1:11
21 Referans Kwoze  

Улар Беорниң оғли Билъамниң йолиға меңип, тоғра йолдин чәтнәп кәтти. Билъам пулпәрәс болғачқа, яман­лиқ қилди.


Шәйтанға мәнсүп болуп, инисини өлтүргән Қабилға охшаш болмаңлар! Қабил немишкә инисиға өчмәнлик қилип, уни өлтүрди? У өзиниң қилғанлири наһәқ, инисиниң қилғанлири һәқ болғанлиғи үчүн шундақ қилди.


Лекин саңа бир наразилиғим бар, бу болсиму араң­ларда Билъамниң тәлимигә әгәшкәнләр болмақта. Билъам Балақ дегән адәмгә исраилларни бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейиш вә җинсий әхлақсизлиқ қилишқа аздурушни үгәткән еди.


Һабилниң Қабилниңкидинму яхши бир қурванлиқни Худаға атиши ишәнчи сәвәвидин болди. Һабилниң ишәнчи сәвәвидин Худа уни һәққаний адәм дәп җакалиди вә униң атиғанлирини қобул қилди. Һабил гәрчә өлгән болсиму, ишәнчи билән йәнила бизгә сөзләват­қандәк турмақта.


— Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрләрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип, гуналириға товва қилған болатти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite