Йәһуда язған хәт 1:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси1 Әйса Мәсиһниң хизмәткари, Яқупниң иниси мәнки Йәһудадин Худа Атимиз тәрипидин чақирилған, Униң меһир-муһәббитигә еришкән, Әйса Мәсиһ тәрипидин қоғдап қелинғанларға салам. Gade chapit la |
Қәдирлик қериндашлирим, мән әсли силәргә һәммимиз һөзүрлиниватқан қутқузулуш йоли тоғрисида йезишқа интизар болуп кәлгән едим. Бирақ һазир буниң орниға силәрни Хуш Хәвәрниң һәқиқитини сақлаш үчүн күрәш қилишқа илһамландуруш мәхситидә бу хәтни йезиш керәклигимни һис қилдим. Худа бу өзгәрмәс һәқиқәтни бир йолила Өзиниң муқәддәс хәлқигә аманәт қилған.