У илгирики баш роһанийлардәк һәр күни алди билән Өз гуналири үчүн, кейин хәлиқниң гуналири үчүн қурванлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурван қилғанда, инсанларниң гуналири үчүн қилинидиған қурванлиқни бир йолила ада қилди.
Мана булар һазирқи заман үчүн бир тәҗрибә савақтур. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, Худаға сунулған һәдийә вә қурванлиқлар ибадәт қилғучини пак вижданлиқ қилалмайду.