2 У әң муқәддәс җайда, йәни инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигаримиз Худа қурған һәқиқий ибадәт чедирида хизмәт қилмақта.
Бизгә мәлумки, биз яшаватқан бу дуниядики чедир өрүлүп чүшкәндә, йәни тенимиздин айрилғанда, адәм қоли билән ясалған әмәс, бәлки асманда Худа бизгә һазирлап қойған бир туралғуға, йәни мәңгү моҗут болидиған бир тәнгә егә болимиз.
Силәргә шуни ейтмақчимәнки, Әйса Мәсиһ Худаниң Өз вәдисидә, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға қилған вәдисидә туридиғанлиғини көрситиш үчүн, йәһудийларниң хизмәткари болди.
Һәр қетим исраиллар қараргаһ қурғанда, Муса «Пәрвәрдигар билән учришиш чедири» дәп аталған ибадәт чедирини қараргаһтин хелә жирақ җайда тикәтти. Пәрвәрдигарға дуа-тәләплири барла кишиләр у йәргә барса болатти.
Ибраһимниң шундақ қилишидики сәвәп, у Худа тәрипидин лайиһилинип селинған, һули мустәһкәм мәңгүлүк шәһәрни күткән еди.
Худаниң аилисигә, йәни мәсиһийләр җамаитигә җавапкәр бир Баш Роһанийимиз болған екән,
Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, җисманий җәһәттики хәтнини әмәс, бәлки у ата қилған роһий җәһәттики хәтнини қобул қилдиңлар. Бу силәрни гунакар тәбиитиңларниң илкидин қутулдуридиған хәтнидур.
Андин уларға мундақ деди: — Бу ишларниң һәммисини Мән илгири силәр билән биллә болған вақтимда ейтқан едим. Мән: «Муса хатирилигән Тәврат, башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилири вә Зәбурда баян қилинған Маңа даир ишларниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулиду», дегән әмәсму?
Һарун роһанийлиқ вәзиписини өтигән чағда, бу периҗини кийивалсун. Мошундақ болғанда, у муқәддәс җайға кирип чиққанда, Мән қоңғурақ авазини аңлаймәндә, буниң билән униң җенини алмаймән.
— Исраиллар ичидин акаң Һарун вә униң оғуллири Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамарларни Маңа роһанийлиқ қилиш үчүн тайинлиғин.
Бу ибадәт чедирини вә униң ичидики сайманларни Мән саңа көрсәткән нусхичә оп-охшаш қилип ясисун».
Кона келишим дәвридә ибадәт қаидилири вә инсанлар бәрпа қилған ибадәт җайи бар еди.
Роһанийлар һәр күни қурванлиқ суписи алдида туруп, ибадәт хизмитини қилиш үчүн гуналарни жуялмайдиған охшаш хилдики қурванлиқларни Худаға қайта-қайта суниду.
Тәхттин көтирилгән җараңлиқ бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: «Мана, Худаниң макани инсанларниң арисидидур, Худа уларниң арисида яшайду, улар Худаниң хәлқи болиду. Худа Өзиму уларниң арисида туруп, уларниң Худаси болиду,