Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 7:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 7:3
11 Referans Kwoze  

Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дәп гувалиқ берилгән.


Лекин Малкисидиққа кәлсәк, у лавий қәбилисидин болмисиму, Ибраһим еришкән олҗиниң ондин бир үлүшини қобул қилип, Ибраһимға — Худаниң вәдисигә егә болған бир адәмгә бәхит тилигән.


Уни синимақчи болған шәйтан Униң алдиға келип: — Әгәр Сән расттинла Худа Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айландуруп йә! — деди.


Коһатниң Амрам, Йисхар, Һиброн вә Өззил исимлиқ оғли болуп, Коһат бир йүз оттуз үч жил өмүр сүрди.


Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.


Малкисидиқ Салим шәһириниң падишаси һәм улуқ Худаниң роһанийи болуп, Ибраһим бир қанчә падишани йеңип җәңдин қайтқан чағда, у Ибраһим билән көрүшкән вә униңға бәхит тилигән еди.


Ибраһимму еришкән олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Малкисидиқ дегән исимниң мәнаси «Һәққанийәт пади­шаси» дегәнликтур. У Салим шәһириниң падишаси болуп, «Салим падишаси» дегәнниң мәнаси «Аманлиқ падишаси» дегәнлик­тур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite