Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 7:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Исраил хәлқигә чүширилгән Тәврат қанунидики роһанийлиқ түзүми лавий қәбилисиниң роһаний­лири арқилиқ жүргүзүләтти. Бирақ әгәр Худаниң инсанларни гунадин пак қилиш мәхсити бу роһанийлар арқилиқ әмәлгә ашқан болса, ундақта бу хил түзүм асасида тайинлан­ған Һарундәк тәртиптики әмәс, бәлки Малкисидиқтәк тәртиптики йәнә бир роһанийниң келишиниң немә һаҗити бар еди?

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 7:11
17 Referans Kwoze  

Әгәр дәсләпки келишим камчилиқсиз болса еди, кейинкисиниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти.


Мән Худаниң инсанларни қутқузуш үчүн көрсәткән меһир-шәпқитини әһмийәтсиз дәп қарайдиғанлардин әмәсмән. Әгәр бир адәм Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалиналайдиған болса, у чағда Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқли­ниши әһмийәтсиз болуп қалатти.


Лекин Әйса Мәсиһ болса Худаниң Униңға: «Пәрвәрдигариң қәсәм қилди, У қәсимидин һәргиз янмайду, Сән мәңгүлүк Роһанийсән», дегән қәсими билән Роһаний болди.


Малкисидиқтәк тәртиптики башқа бир роһанийниң мәйданға келиши роһанийлиқ түзүминиң өзгәртилгәнлигини техиму ениқлаш­турди.


Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә Худа Униңға: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дегән.


Әндиликтә һәқиқий Худани тонудуңлар, техиму ениғирақ қилип ейтқанда, Худа тәрипидин тонул­дуңлар. Шундақ екән, йәнә немә үчүн бу дуниядики аҗиз, керәксиз қаидә-йосунларниң қуллуғиға яңливаштин қайтмақчи болисиләр?


Әйса Мәсиһ бизгә йол ечиш үчүн, у йәргә биздин авал киргән болуп, бизләр үчүн Малкисидиққа охшаш тәртиптики мәңгүлүк Баш Роһаний болди.


У Худа тәрипи­дин худди Малкисидиққа охшаш тәртиптә Баш Роһаний қилип җакаланди.


Шуниңға охшаш, бизму гөдәк вақтимизда, йәни Әйса Мәсиһкә ишиништин бурун, бу дуниядики яман роһий күчләргә қул болған едуқ.


Чүнки Малкисидиқ Ибраһимни қарши алғанда лавийлар техи туғулмиған болсиму, уларни йәнила әҗдади Ибраһим­ниң вуҗудида, дәп қарашқа болиду.


Роһаний­лиқ тәртиви өзгәртилгәчкә, униңға мунасивәтлик роһанийлиқ түзүми­му өзгәртилишкә тоғра келиду.


Бу ейтиливатқан сөзләр дәл Әйса Мәсиһкә қаритилған. У башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбили­дин һеч ким қурванлиқ суписида хизмәттә болуп бақмиған.


Һәммә нәрсә мана шундақ орунлаштурулғандин кейин, роһаний­лар чедирниң «Муқәддәс җай» дәп аталған бөлүмигә дайим кирип, ибадәт хизмитини қилатти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite