Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 7:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Чүнки Малкисидиқ Ибраһимни қарши алғанда лавийлар техи туғулмиған болсиму, уларни йәнила әҗдади Ибраһим­ниң вуҗудида, дәп қарашқа болиду.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 7:10
7 Referans Kwoze  

Лавийниң әвлатлиридин роһаний болғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қерин­даш­лиридин, уларниң өзигә охшаш Ибраһимниң нәсли болушиға қаримай, тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши керәк еди.


Демәк, Яқупниң келинлирини һесапқа алмиғанда, Яқуп билән биллә Мисирға барған өз әвлатлири җәми атмиш алтә киши еди.


Худа униңға: — Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән нурғун әвлат тепип көпәйгин. Нурғун хәлиқләр сениң нәслиңдин барлиққа келиду. Сән нурғун падишаларниң бовиси болисән.


Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә Худа Униңға: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дегән.


Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған роһаний лавийларму әҗдади Ибраһим арқилиқ Малкиси­диққа ондин бир үлүшни бәргән.


Исраил хәлқигә чүширилгән Тәврат қанунидики роһанийлиқ түзүми лавий қәбилисиниң роһаний­лири арқилиқ жүргүзүләтти. Бирақ әгәр Худаниң инсанларни гунадин пак қилиш мәхсити бу роһанийлар арқилиқ әмәлгә ашқан болса, ундақта бу хил түзүм асасида тайинлан­ған Һарундәк тәртиптики әмәс, бәлки Малкисидиқтәк тәртиптики йәнә бир роһанийниң келишиниң немә һаҗити бар еди?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite