Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 7:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Малкисидиқ Салим шәһириниң падишаси һәм улуқ Худаниң роһанийи болуп, Ибраһим бир қанчә падишани йеңип җәңдин қайтқан чағда, у Ибраһим билән көрүшкән вә униңға бәхит тилигән еди.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 7:1
17 Referans Kwoze  

Әйса Мәсиһ бизгә йол ечиш үчүн, у йәргә биздин авал киргән болуп, бизләр үчүн Малкисидиққа охшаш тәртиптики мәңгүлүк Баш Роһаний болди.


вә қаттиқ вақирап: — Улуқ Худа Оғли Әйса, ишимға арилашма! Худа алдида Сәндин өтүнүп сораймәнки, мени қийнима! — деди.


У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип: — Бу кишиләр улуқ Худаниң хизмәткарлири, улар силәргә қутқу­зу­луш йолини йәткүзиду! — дәп вақирап маңди.


Ибраһимму еришкән олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Малкисидиқ дегән исимниң мәнаси «Һәққанийәт пади­шаси» дегәнликтур. У Салим шәһириниң падишаси болуп, «Салим падишаси» дегәнниң мәнаси «Аманлиқ падишаси» дегәнлик­тур.


Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.


Лекин Малкисидиққа кәлсәк, у лавий қәбилисидин болмисиму, Ибраһим еришкән олҗиниң ондин бир үлүшини қобул қилип, Ибраһимға — Худаниң вәдисигә егә болған бир адәмгә бәхит тилигән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite