Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 5:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә Худа Униңға: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дегән.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 5:6
10 Referans Kwoze  

Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дәп гувалиқ берилгән.


Лекин Әйса Мәсиһ болса Худаниң Униңға: «Пәрвәрдигариң қәсәм қилди, У қәсимидин һәргиз янмайду, Сән мәңгүлүк Роһанийсән», дегән қәсими билән Роһаний болди.


Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.


У Худа тәрипи­дин худди Малкисидиққа охшаш тәртиптә Баш Роһаний қилип җакаланди.


Әйса Мәсиһ бизгә йол ечиш үчүн, у йәргә биздин авал киргән болуп, бизләр үчүн Малкисидиққа охшаш тәртиптики мәңгүлүк Баш Роһаний болди.


Малкисидиқтәк тәртиптики башқа бир роһанийниң мәйданға келиши роһанийлиқ түзүминиң өзгәртилгәнлигини техиму ениқлаш­турди.


Ондин бир үлүшни жиғидиған лавий роһанийлар бәри бир өлидиғанлардур. Бирақ Ибраһимдин ондин бир үлүшни қобул қилған Малкисидиқ болса Муқәддәс Язмиларда гувалиқ берилгәндәк йәнила һаяттур.


Исраил хәлқигә чүширилгән Тәврат қанунидики роһанийлиқ түзүми лавий қәбилисиниң роһаний­лири арқилиқ жүргүзүләтти. Бирақ әгәр Худаниң инсанларни гунадин пак қилиш мәхсити бу роһанийлар арқилиқ әмәлгә ашқан болса, ундақта бу хил түзүм асасида тайинлан­ған Һарундәк тәртиптики әмәс, бәлки Малкисидиқтәк тәртиптики йәнә бир роһанийниң келишиниң немә һаҗити бар еди?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite