Бирақ «Әң муқәддәс җай» дәп аталған иккинчи бөлүмгә пәқәт баш роһаний жилда бир қетимла кирәтти. Роһаний у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиғи түпәйлидин өткүзгән гуналири үчүн аталған қурванлиқ қенини алмай кирмәтти.
У илгирики баш роһанийлардәк һәр күни алди билән Өз гуналири үчүн, кейин хәлиқниң гуналири үчүн қурванлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурван қилғанда, инсанларниң гуналири үчүн қилинидиған қурванлиқни бир йолила ада қилди.