Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.
Мән йәнә асманда мундақ бир авазни аңлидим: «Бу сөзни яз: ‹ Буниңдин кейин Рәббимизгә мәнсүп болуп өлгәнләр нәқәдәр бәхитлик! › » Муқәддәс Роһ: «Дурус, улар өз ишлирини түгитип арам алиду. Чүнки қилған яхши әмәллириниң нәтиҗиси улар билән биллә болиду», деди.