Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 4:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Шуниң үчүн Худа әйнә шу арамлиқтин һөзүрлинәләйдиғанларни көздә тутуп, узақ вақиттин кейин мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бәкитип, бурун ейтқан төвәндики сөзләрни Давут падиша арқилиқ Зәбурда йәнә ейтқан: «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Җаһиллиқ қилмаңлар».

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 4:7
12 Referans Kwoze  

Жуқурида ейтилғинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған күнләрдикидәк Җаһиллиқ қилмаңлар».


Һәзрити Әйса мундақ деди: — Ундақта, немә үчүн Давут падиша Муқәддәс Роһниң илһами билән Қутқазғучи-Мәсиһни «Ғоҗайиним» дәп атайду? Давут Зәбурда мундақ дегәнғу:


Улар өз ара келишәлмәй, қайт­мақ­чи болғанда, Павлус уларға мундақ деди: — Муқәддәс Роһниң әҗдатлириңларға ейтқан сөзлири силәргиму тоғра келиду! Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәргә мундақ дегән еди:


Падиша Давут Худаниң алдин-ала ейтилғанлириниң чоқум әмәлгә ашурулидиғанлиғини билип, Қутқазғучи-Мәсиһниң өлгәндин кейин тирилдүрүлидиғанлиғини, йәни өлүкләр диярида ташлап қоюлмайдиғанлиғини вә тениниң чиримайдиғанлиғини ейтқан.


Давут өзи Зәбурда Қутқазғучи-Мәсиһ тоғри­сида мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »


Давут падиша өзи Муқәддәс Роһниң илһами билән мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »


Қериндашлар, силәргә ениқ ейталаймәнки, бу сөзләр чоқум падиша Давутниң өзигә қаритилмайду. Чүнки әҗдадимиз Давут аләмдин өтүп, йәргә көмүлди. Униң қәбри бүгүнгичә бу йәрдә сақланмақта.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite