Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 4:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Биз мәсиһийләр бу арамлиқтин һөзүрлинәләймиз. Лекин ишәнмигәнләргә кәлсәк, дәл Худаниң ейтқинидәк: «Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк, Улар арамлиғимдин һәргиз һөзүрлинәлмәйду». Худа дунияни яратқандила, һәммә ишни тамамлиған еди.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 4:3
15 Referans Kwoze  

Әйса Мәсиһ дуния ярити­лиштин илгирила Худа тәрипидин инсанларниң Қутқазғучиси болуш үчүн талланған. У мошу ахирқи вақитларда


Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния яритилғандин бери Әйса Мәсиһниң қайта-қайта азап чекип қурван болушиға тоғра келәтти. Лекин Әйса Мәсиһ мана бу ахир заманда инсанларни гунадин азат қилиш үчүн, бир йолила оттуриға чиқип Өзини қурван қилди.


Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур.


Худа яратқанлириниң һәммисигә қарап, уларниң яхши екәнлигини көрди. Кечә-күндүз өтүп, бу алтинчи күн болди.


Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк, Улар арамлиғимдин һәргизму һөзүрлинәлмәйду › ».


Буниң билән бир пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, Дуния яритилғандин бери сир болуп кәлгән ишларни тилға алимән».


Мән — Пәрвәрдигар алтә күн ичидә асман, зимин вә униңдики пүткүл мәвҗудатларни яраттим. Лекин йәттинчи күни дәм алдим. Шуңа Мән — Пәрвәрдигар дәм елиш күнини бәхитлик күн қилип, муқәддәс күн дәп бәлгүлидим.


Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.


У оң йенидики кишиләргә: «Әй Атам тәрипидин бәхитлик қилинғанлар, келиңлар! Дуния яритилғандин бери силәр үчүн тәйярланған мирас — Худаниң Падишалиғиға егә болуңлар!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite