Ибранийларға йезилған хәт 4:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси2 Худаниң арамлиғи һәққидики бу Хуш Хәвәр худди чөлдики исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири ишәнчи билән жуғурулмиғанлиқтин, уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди. Gade chapit la |
Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлиримизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрмидиңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!
Худа бу пәйғәмбәрләргә уларниң бу ишларни алдин-ала ейтишиниң өзлири үчүн әмәс, бәлки силәр үчүн екәнлигини билдүрди. Бүгүнки күндә Хуш Хәвәрни йәткүзгүчиләр асмандин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән бу ишларни силәргә йәткүзди. Һәтта периштәләрму бу ишларниң әмәлгә ашурулғанлиғини көрүшкә тәлпүниду.
Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз биләнла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Буларниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди.