16 Шуңа жүригимиз тоқ һалда меһир-шәпқәтлик Худаниң тәхтигә йеқинлишайли. Буниң билән Худаниң рәһим-шәпқитигә еришип, еһтияҗлиқ вақтимизда ярдәмгә егә болалаймиз.
Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз һәм Униңға ишәнгәнлигимиздин жүригимиз тоқ һалда ишәнч билән Худаниң алдиға баралаймиз.
Шу сәвәптин Әйса Мәсиһ Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадирдур. У мәңгү һаят болуп, улар үчүн Худаға мураҗиәт қилиду.
Шуңа Зәбурда йезилғандәк жүрәклик ейталаймизки: «Қорқмаймән, Рәббим ярдәмчимдур. Кишиләр мени немә қилалисун?»
Бурун силәр Худаниң хәлқи әмәс едиңлар, лекин әнди Худаниң хәлқисиләр. Бурун силәр Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин әнди ериштиңлар.
Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз.
Чүнки Тәврат қануни һеч кишини камаләткә йәткүзәлмиди. Шуңа униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған техиму яхши үмүт берилди.
Шан-шәрәплик «керублар» «Меһир-шәпқәт тәхти» дәп аталған сандуқ ағзи үстигә орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти. Әнди мән буларни техиму тәпсилий чүшәндүрүп олтармаймән.
Лекин Әйса Мәсиһ болса, Оғул болуш салаһийити билән Худаниң әшу аилисини садиқлиқ билән башқурди. Әгәр биз җасаритимизни вә пәхирлинидиған үмүтүмизни ахирғичә давамлаштурсақ, Худаниң аилисигә тәвә болған болимиз.