Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 4:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Худаниң сөзи һаятий күчкә егә болған үнүмлүк сөздур. У һәр қандақ қош бислиқ қиличтинму иштик болуп, җан билән роһни, жилик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк өткүрлүк билән киши­ләрниң көңлигә кирип, уларниң йошурун арзу-һәвәс вә ой-пикирлирини паш қилиду.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 4:12
42 Referans Kwoze  

Худа ата қилған қутқузулуш дубулғисини кийиңлар вә Муқәддәс Роһ қиличи, йәни Худаниң сөзини мәккәм тутуңлар.


Чүнки силәр қайтидин туғулдуңлар. Бу йеңи һаят һаман өлүп кетидиған инсанлар арқилиқ әмәс, бәлки Худаниң сөзи, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү моҗут сөзи арқилиқ болди.


У оң қолида йәттә юлтуз тутқан болуп, ағзи­дин икки бислиқ өткүр бир қилич чиқип туратти. Чирайи худди чиңқи чүш вақтидики қуяштәк парлақ еди.


Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиң­лар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә.


Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


Униң ағзидин һәр қайси хәлиқләргә зәрбә бериш үчүн өткүр бир қилич чиқип туратти. У хәлиқләрни төмүр калтәк билән башқуратти. У Худаға қарши турғучиларни худди үзүмләрни шарап көлчигидә дәссәп миҗиған­дәк, һәммигә қадир Худаниң отлуқ ғәзиви билән һалак қилатти.


Нур уларға чүшкәндә, уларниң шумлуқлирини ашкарә қилиду.


Бу тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ Худаниң сөзидур.


Асмандин чүшкән «һаятлиқ беридиған нан» Өзәмдур­мән. Кимду-ким бу «нандин» йесә, мәңгү яшайду. Бу «нан» Мениң тенимдур. Мән дуниядики инсанлар һәқиқий һаятқа егә болсун, дәп уни атимақчи.


Уларниң ләшкәрлири атқа Мингүчиниң ағзидин чиққан қилич билән чепилди. Пүтүн учарқанатлар буларниң гөшини йәп тойди.


Шуниң үчүн товва қил. Ундақ қилмисаң, йениңға дәрһал берип, ағзимдики қиличим билән саңа зәрбә беримән.


Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.


Уларниң дуалири аяқлашқанда, уларниң турған йери тәвринип кәтти. Улар Муқәддәс Роһқа чөмүп, Худаниң сөзлирини жүрәклик йәткүзүшкә башлиди.


Петрусниң бу сөзлири аңлиғучиларға жүрәккә санчилған хән­җәр­дәк күчлүк тәгди. Улар қайил болғинидин Петрус вә башқа әлчиләрдин: — Қериндашлар, ундақта қутқузулуш үчүн қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти.


Униң пәрзәнт­лирини әҗәллик кесәл билән һалак қилимән. У чағда пүткүл мәсиһийләр җамаәтлиригә кишиләрниң ой-пикри вә қәлбини яхши билгүчиниң Өзәм екәнлигимни билдүримән һәм һәр бириңларға қилған әмәлиятиңларға яриша яндуримән.


Андин тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Униңдин башқа, Әйсаға гувалиқ бәргәнлиги вә Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги үчүн каллиси елинған­лар­ниң җанлириниму көрдүм. Улар девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилмиған, униң бәлгүси пешанисигә вә қоллириға урулмиғанлар еди. Уларниң һәммиси тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрәтти.


Бизгә аманлиқ ата қилғучи Худа Өзи силәрни тәл-төкүз пак қилғай. Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә Худа роһуңлар, җениң­лар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай.


Уятлиқ, йошурун ишларни қилиш­тин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.


Худа Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәттин ибарәт болған сөзи арқилиқ йеңи һаятқа ериштүрди. Буниң билән худди дәсләпки һосулниң мевиси Худаға аталғинидәк, биз мәсиһийләр пүткүл инсанлар ичидә тунҗа болуп Худаға аталдуқ.


Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилай­ди­ғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.


Һалбуки, мәйли йәһудий яки йәһудий әмәсләр болсун, Худа тәрипидин чақирилғанларниң һәммиси Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип өлүшини Худаниң күч-қудрити вә даналиғи, дәп билиду.


Алий кеңәшмә башлиқлири бу сөзләрни аңлап интайин ғәзәпләнди вә әлчиләрни өлтүрмәкчи болушти.


Бирақ Мени рәт қилғанларни вә сөзли­римни қобул қилмиғанларни сораққа тартқучи бар. У болсиму ейтқан сөзлирим болуп, қиямәт күни кишиләрни сораққа тартиду.


У чөлләрдә әҗдатлиримизға башчилиқ қилған вақитларда Синай теғида Худаниң периштәси униңға йәнә көрүнүп, сөз қилди. Муса пәйғәмбәр һаятлиқ бәхш етидиған сөзләрни аңлап, уни әҗдатлиримизға вә улар арқилиқ бизгә йәткүзди.


Әйса Мәсиһниң Өзини қурван қилиштики мәхсити, мәсиһийләр җамаитини Худаниң сөзи вә су билән жуюш арқилиқ гуналиридин пак қилиштур.


Худаниң сөзиниң яхшилиғини вә келидиған заманда Худа аян қилидиған қудрәтләрни һис қилған болсиму,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite