Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 3:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7-8 Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 3:7
27 Referans Kwoze  

Жуқурида ейтилғинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған күнләрдикидәк Җаһиллиқ қилмаңлар».


Қара, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазим­ни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду.


Шуниң үчүн Худа әйнә шу арамлиқтин һөзүрлинәләйдиғанларни көздә тутуп, узақ вақиттин кейин мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бәкитип, бурун ейтқан төвәндики сөзләрни Давут падиша арқилиқ Зәбурда йәнә ейтқан: «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Җаһиллиқ қилмаңлар».


Мениң қойлирим гепимни аңлайду. Мән уларни тонуймән. Улар Маңа әгишиду.


Һеч қайсиңларниң қәлбиниң гунаниң аздуруши билән җаһиллашмаслиғи үчүн, «бүгүнла» болидикән, бир-бириңларни илһамландуруңлар.


Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди.


Күзәтчи ишикни қойчиға ечип бериду. Қойлар қойчиниң авазини тонуйду, уму өз қойлириниң исимлирини чақирип, уларни сиртқа елип чиқиду.


Билип қоюңларки, роһи өлүкләрниң Худа Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саати йетип кәлмәктә, шундақла келип қалдики, аңлап ишәнгәнләр һаятлиққа егә болиду.


Бу қорадин болмиған башқа қойлиримму бар, уларниму чақиришим керәк, уларму авазимни аңлайду. Һәммә қойлар бир пада болушуп, бир қойчиға әгишиду.


Чүнки һәр қандақ пәйғәмбәрлик сөз инсанларниң ирадисидин кәлмәйду. Әксичә улар Худаниң сөзлири болуп, ­Муқәддәс Роһниң тәсирләндүрүши билән йәткүзүлгән.


Бу ибадәт хизмәтлириниң елип берилиши билән, Муқәддәс Роһ бизгә шуни көрситип бәрдики, ибадәт чедири, шундақла у вәкиллик қилған ибадәт хизмәтлири барла болидикән, әң муқәддәс җайға баридиған йол авам хәлиққә һәргиз ечилматти.


Һәзрити Әйса мундақ деди: — Ундақта, немә үчүн Давут падиша Муқәддәс Роһниң илһами билән Қутқазғучи-Мәсиһни «Ғоҗайиним» дәп атайду? Давут Зәбурда мундақ дегәнғу:


Улар өз ара келишәлмәй, қайт­мақ­чи болғанда, Павлус уларға мундақ деди: — Муқәддәс Роһниң әҗдатлириңларға ейтқан сөзлири силәргиму тоғра келиду! Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәргә мундақ дегән еди:


Давут падиша өзи Муқәддәс Роһниң илһами билән мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »


— Бурадәрләр! Һәзрити Әйсани тутуп бәргән Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун падиша Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан Муқәддәс Язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши керәк еди.


Муқәддәс Роһ Филипқа: — Һарвуға йетишип маң, — деди.


Муқәддәс Язмиларда хатириләнгәндәк, Муқәддәс Роһму бу һәқтә бизгә гувалиқ бериду. У авал мундақ дәйду:


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite