Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 3:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Әй қериндашлар, һәр қайсиңлар қәлбиңларниң яман нийәт вә ишәнмәсликкә толуп, мәңгү һаят Худадин йүз өрмәслигигә диққәт қилиңлар.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 3:12
37 Referans Kwoze  

Силәргә буларни ейтқан Худадин йүз өрмәсликкә диққәт қилиңлар. Чүнки бу аләмдә өзлирини агаһландурғучи Муса пәйғәмбәрни рәт қилған исраиллар бундақ қилишниң җазасидин қутулал­миған йәрдә, асмандики бизни агаһландурғучини рәт қилсақ, у җазадин биз қандақ­му қутулалаймиз?!


Шуниң үчүн өзини ишәнчтә пут тирәп турува­тимән, дәп һесаплайдиғанлар жиқилип чүшүштин пәхәс болсун.


Мән ‹ Һәққаний › дегән адәм, ишәнчи билән яшайду. Әгәр у ишәнчидин янса, униңдин хурсән болмаймән».


Диққәт қилиңларки, һеч ким Худаниң меһир-шәпқитидин мәһрум қалмисун. Силәргә зиян йәткүзидиған вә көпчиликни зәһәрләйдиған, адавәтниң гияси араңларда йилтиз тартмисун.


Шуниң үчүн у заманниң кишилиригә ғәзәпләндим Вә дедимки: ‹ Уларниң қәлби Мәндин жирақ. Мениң йолумни чүшәнмәйду.


Пәхәс болуңлар, сәгәк болуңлар, чүнки у вақит-саатниң қачан келидиғанлиғини билмәйсиләр.


Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди: — Башқиларниң аздурушидин һошияр болуңлар.


Силәр өзәңларға пәхәс болуңлар. Кишиләр силәрни тутқун қилип сотқа тапшуруп бериду, ибадәтханиларда қамчилайду. Силәр Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн, һаким вә падишалар алдида сораққа тартилисиләр. Буниң билән улар алдида Мениң гувачилирим болисиләр.


Биз барған җайдики кишиләр силәрниң бизни иллиқ қобул қилғанлиғиңларни аңлиған еди. Улар силәрниң бутларға ибадәт қилиштин ваз кечип, һаят болған һәқиқий Худаға хизмәт қилиш үчүн, Униңға йүзләнгән­ли­гиңларни бизгә ейтти.


Чүнки ишәнмисәңлар дәрәқниң әслидики шахлирини, йәни йәһудийларни айимиған Худа силәрниму айимайду.


Һәзрити Әйса мундақ деди: — Аздурулуп кетиштин һошияр болуңлар. Чүнки нурғун кишиләр Мениң намимни сетип, «Қутқазғучи-Мәсиһ мән болимән!» вә «Қиямәт күни йеқинлап қалди!» дәйду. Силәр ундақ кишиләргә әгәшмәңлар.


Шуниң үчүн һошияр болуңлар. Мән буларниң һәммисини ейтиш билән силәрни алдин-ала агаһландуруп қойдум.


Петрус дәпму аталған Симун: — Сиз мәңгү һаят Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ екәнсиз, — дәп җавап бәрди.


Пәрвәрдигар қурванлиқтин мәмнун болуп, көңлидә: «Инсанларниң қилмишлири үчүн йәргә қайта ләнәт ейтмаймән. Инсанларниң кичигидин тартип нийитиниң пүтүнләй яманлиғини билимән. Шундақ болсиму, йәр йүзидики барлиқ җанлиқларни һәргиз бу қетимқидәк қайта йоқитивәтмәймән.


Еһтиятчан болуңлар, һеч ким силәрни қуруқ пәлсәпә вә асассиз гәпләр билән аздуруп кәтмисун. Булар Әйса Мәсиһниң тәлимидин әмәс, бәлки инсанларниң әнъәнилири вә бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин кәлгән.


Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар.


Булардин көрүвала­лай­мизки, улар ишәнмигәнлиги үчүн, Худаниң арамлиғидин һөзүрли­нәлмиди.


Ундақта, Әйса Мәсиһниң қеничу? У вижданимизни өлүмгә елип баридиған қилмишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! У Худаниң мәңгүлүк Роһи арқилиқ Өзини кам-котисиз қурванлиқ сүпитидә бизниң гунали­римиз үчүн Худаға атидиғу!


Мәңгү һаят Худа тәрипидин җазаға тарти­лиш немә дегән қорқунучлуқ-һә!


Силәр Сион теғиға, йәни мәңгү һаят Худаға тәәллуқ — асмандики Йерусалимға кәлдиңлар. У һейт-мәрикә хошаллиғиға чөмгән он миңлиған периштәләр жиғилған,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite