10 Шуниң үчүн у заманниң кишилиригә ғәзәпләндим Вә дедимки: ‹ Уларниң қәлби Мәндин жирақ. Мениң йолумни чүшәнмәйду.
Худаниң Муқәддәс Роһини қайғуға салмаңлар. Чүнки Муқәддәс Роһ болса силәрниң Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң тамғиси болуп, үзүл-кесил қутқузулидиған күнүңларниң йетип келидиғанлиғиға капаләтлик қилиду.
Әй қериндашлар, һәр қайсиңлар қәлбиңларниң яман нийәт вә ишәнмәсликкә толуп, мәңгү һаят Худадин йүз өрмәслигигә диққәт қилиңлар.
Мән болсам һәқиқәтни сөзләймән, шуңа Маңа ишәнмәйсиләр.
Һәзрити Әйса әтрапидикиләргә ғәзәп билән көз жүгәртти. Уларниң тәрсалиғи Уни ечиндурған еди. Андин кейин У һелиқи кишигә: — Қолуңни узарт! — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә кәлди.
Лекин бәзиләр: «Мениң садақәтсизлигим Худаниң растчиллиғини техиму ениқ көрситип, Униң улуқлуғини йорутуп бәрсә, мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» дейиши мүмкин.
Өзиниң адәмни яратқанлиғиға пушайман қилди. У интайин ечинған һалда:
Улар Худани билишни рәт қилғанлиғи үчүн, Худа уларни яман нийәтлиригә қоюп бәрди. Буниң билән улар қилмаслиғи керәк болған ишларни қилишқа киришти.
Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт бу икки қериндишидин хапа болди.