Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 2:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларниң бир йеридә мундақ гувалиқ берилгән: «Әй Худа, адәм немә еди, Сән униңға шунчә ғәмхорлуқ қилғидәк? Адәм балиси немә еди, Сән униңға шунчә көңүл бөлгидәк?

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 2:6
16 Referans Kwoze  

Чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә Муқәддәс Язмиларниң бир айитидә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа яритиш ишини тамамлап арам алди». Демәк, Худаниң арамлиғи аллибурун моҗут еди.


Әйса Мәсиһниң Роһи уларниң қәлбидә болуп, бу Роһ уларға Худа әвәтмәкчи болған Қутқазғучи чекидиған азап-оқубәтләр вә Униң бу азап-оқубәтләрни чәккәндин кейин еришидиған шан-шәриви тоғрисида алдин-ала мәлумат бәргән. Улар бу ишларниң қачан вә қандақ йүз беридиған­лиғи үстидә издәнгән.


Қорқунуч басқан көпчилик: — Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти! — Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийи­лиди.


У қериндашлириға: — Мән аләмдин өтүшкә аз қалдим. Худа чоқум силәргә көңүл бөлүп, силәрни бу йәрдин елип, Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа вәдә қилип бәрмәкчи болған зиминиға башлап бариду, — деди.


Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә Худа Униңға: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дегән.


Чүнки Худайимиз шәпқәтлик вә рәһимдилдур, У асмандин таң шәпиғини елип келәр бизгә. У нурини чачар, Қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси илкидә яшаватқанларға, Башлар бизләрни аманлиқ йолиға».


«Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийиләр ейтилсун! Чүнки У шапаәт қилип, хәлқини қутқузди.


Бу яман ишларда қериндашлириңларни алдап, улар­дин пайдилинип кәтмәңлар. Илгири силәрни агаһландурғинимиз­дәк, Рәббимиз мана шундақ гуналар түпәйлидин инсанларни җазалайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite