Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 2:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Худа көрсәткән һәр хил мөҗүзә, карамәт вә қудрәт­лик ишлар, шундақла Өз ирадиси бойичә мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң һәдийәлирини ата қилиш арқилиқ буниңға гувалиқ бәрди.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 2:4
18 Referans Kwoze  

Павлус билән Барнаба у йәрдә хелә узун туруп, Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити тоғриси­дики Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзди. Рәббимиз Әйсаму уларға мөҗүзә вә карамәтләрни көрситиш қабилийитини берип, улар йәткүзгән Хуш Хәвәрниң раст екәнлигини испатлиди.


Шагиртлар тәрәп-тәрәпкә берип Хуш Хәвәрни җакалап жүрди. Рәббимиз улар билән биллә болуп, Өз сөзини улар көрсәткән мөҗүзиләр билән испатлиди.


Шуниң билән һәзрити Әйса униңға: — Силәр җәлилийәликләр мөҗүзә вә карамәтләрни көрмигичә, Маңа ишәнмәйдиған охшайсиләр, — деди.


Мән силәргә Атамниң йенидин Ярдәмчи, йәни һәқиқәткә баш­лиғучи — Муқәддәс Роһни әвәтимән. У Атамниң йенидин келип, Мән тоғрилиқ гувалиқ бериду.


бурун ашкарилимиған планини бизгә ашкарилиди. Худа хуш райи билән бу планниң Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини алдин-ала бәкитти.


силәр вә пүтүн исраил хәлқи шуни билишиңлар керәкки, уни пүтүнләй сақайтип алдиңларда турғузған күч-қудрәт насирәлик Әйса Мәсиһниң күч-қудритидур! Силәр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап өлтүргән болсаңларму, лекин Худа Уни өлүмдин тирилдүрди.


Һирод хан һәзрити Әйса һәққидики һәммә ишлардин хәвәр тапти, чүнки һәзрити Әйсаниң даңқи һәммә йәргә пур кәткән еди. Бәзиләр: «Бу Адәм өлүмдин тирилгән чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу», дейишәтти.


Биз бу ишларниң гувачилири. Худа Өзигә бойсунғанларға ата қилған Муқәддәс Роһму бу ишларни испатлап бериду.


Әйса Мәсиһ мәртлик билән һәр бири­мизгә илтипат көрситип, һәдийәләрни ата қилди.


Бәзи адәмләрни товва қилдуруп, қайтидин Худа йолиға башлаш мүмкин әмәс. Чүнки улар бир чағларда Худаниң нури билән йорутул­ған, Худаниң илтипатидин һөзүрләнгән, Муқәддәс Роһқа ортақ болған,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite