16 Наһайити рошәнки, Әйса Мәсиһ периштәләргә әмәс, Ибраһимниң әвлатлириға ярдәм беришкә кәлди.
Демәк, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған екәнсиләр, силәрму Ибраһимниң әвлади болисиләр вә Ибраһимға вәдә қилинған бәхит-саадәткә еришисиләр.
Мениң әмримгә бойсунғанлиғиң үчүн, сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләр бәхиткә еришиду», — деди.
Йәр-йүзидики атимиз бизни пәқәт өзи мувапиқ көргән йол бойичә вақитлиқ тәрбийиләйду. Лекин Худаниң тәрбийиси һемишәм бизниң пайдимиз үчүндур. У бизни Өз паклиғидин һөзүрләндүрүш үчүн тәрбийиләйду.
Инсанлар өзлиридин үстүн туридиған бирини тилға елип, қәсәм қилиду. Қәсәм испат һесапланғанлиғи үчүн, һәр хил талаш-тартишларға хатимә бериду.
Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду. Лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң қилчиликму әһмийити болмайду, хәтнә қилинмиған адәмдин һеч пәрқиң қалмайду.
Әйса Мәсиһ дуния яритилиштин илгирила Худа тәрипидин инсанларниң Қутқазғучиси болуш үчүн талланған. У мошу ахирқи вақитларда
өмүр бойи өлүм қорқунучиниң қули болғанларниң һәммисини азатлиққа ериштүрүш үчүн еди.
Шуңа У һәр җәһәттин қериндашлириға охшаш болуши керәк еди. Шундақ болғанда, У Худаниң хизмитидә рәһимдил вә садиқ Баш Роһаний болуп, инсанларниң гуналирини Худаниң кәчүрүшигә ериштүридиған қурванлиқни берәләтти.