Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 2:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Инсанларни пак қилғучи Әйса Мәсиһ билән пак қилинған инсанлар һәммиси бир Атидиндур. Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмай,

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 2:11
19 Referans Kwoze  

У мошу бир қурванлиқ билән өзини Худа­ға атиған кишиләрни Худаниң алдида мәңгү мукәммәл қилди.


Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң Өз тениниң бир йолила қурван қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ.


— Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса.


Шуңа Әйса Мәсиһму Өз қени билән хәлиқни пак қилип, Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди.


Чүнки Худа әзәлдинла бу кишиләрни билгән. У бу киши­ләрниң кәлгүсидә Өз Оғлиға охшаш болушини алдин-ала бәлгүлигән. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһни бу нурғун қериндашларниң ариси­да тунҗа Оғли қилиш еди.


Уларму өзлирини һәқиқий атисун, дәп Өзәмни Саңа атаймән.


Уларниң һәм­миси бир болсун. Әй Ата, Сән Мәндә, Мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә болсун. Шу арқилиқ бу дунияниң адәмлири Мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишәнсун, дәп дуа қилимән.


Бирақ падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндашлиримдин болған буларниң бирәрсигә қилғиниңлар дәл Маңа қилғиниңлар болуп һесаплиниду», дәп җавап бериду.


Пәрзәнтләрниң тени гөш билән қанниң гәвдиси болғачқа, Әйса Мәсиһму шу пәрзәнтләрниңкигә охшаш гәвдидә болди. Бундақ қилиштики мәхсәт, У Өз өлүми арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан шәйтан­ниң күчини бекар қилип,


Лекин Худа Өзи бәлгүлигән вақит йетип кәлгәндә, Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аялдин туғулған болуп, Тәврат қануниға бойсунуп яшиди.


У бир адәмдин пүткүл милләтләрни яратти, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларниң гүллиниши вә гумранлиққа йүзлиниши һәм туридиған җайлирини алдин-ала бәлгүләп бәрди.


Лекин улар техиму яхшисиға, йәни асмандики мака­ни­ға тәлпүнди. Шуниң үчүн Худа уларниң Худаси дәп атилиш­тин номус қилмайду. Худаниң асманда улар үчүн бир шәһәр һазирлиған­лиғиниң өзи буниң испатидур.


Бу заманниң вапасиз вә гунакар кишилири алдида кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мәнму Атамниң шан-шәриви ичидә муқәддәс периштәләр билән биллә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.


Шу чағда һәзрити Әйса уларға: — Қорқмаңлар! Берип қериндашлиримға хәвәр қилиңлар. Җәли­лийәгә барсун, Мени шу йәрдә көриду, — деди.


Биз У арқилиқ яшаймиз, һәрикәт қилимиз, моҗутмиз. Араңлардики бәзи шаирлар язғандәк: «Биз Худаниң пәрзәнтлири!»


Әгәр кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мән Өзәмниң, Атамниң вә муқәддәс периштәләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.


Андин У чөрисидә олтарғанларға қарап мундақ деди: — Мана булар Мениң анам вә инилирим!


Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite