Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 13:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Өзәңларни мал-дунияға урмаңлар. Бариға қанаәт қилиңлар. Тәвратта Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 13:5
46 Referans Kwoze  

Мән саңа яр болимән, сән қәйәргә барсаң, сени шу йәрдә қоғдаймән һәм сени бу йәргә қайтуруп келимән. Саңа бәргән вәдәмни әмәлгә ашурмиғичә, сени һәргиз ташлимаймән!» дәватқанлиғини көрди.


Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар. Һаятлиқ йемәк-ичмәктин, тән кийим-кечәктин көп әзиз әмәсму?


Шуниң үчүн әтидин ғәм қилмаңлар. Әтиниң ғеми әтигә қалсун. Һәр күнниң дәрди шу күнгә йетиду.


Шуниң үчүн өзәңлардики бу дунияға хас арзу-һәвәсләрни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, яман һәвәс вә ачкөз­лүк­­ләрни ташлаңлар. Ачкөзлүк бутпәрәсликтин пәриқләнмәйду.


Бәзи ләшкәрләрму униңдин: — Бизчу? Қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Башқиларниң пулини зорлуқ яки төһмәтләр билән еливал­маңлар. Иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.


Уларниң қәлби бузуқ җинсий һәвәслири билән толған болуп, тохтимастин гуна қилип туриду вә ишәнчтә аҗиз кишиләрни азду­риду. Уларниң қәлби ачкөзлүккә көнүп кәткән болуп, улар Худаниң ләнитигә кәткәнләрдур.


шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талаш­майдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши,


Чүнки шуни ениқ билиңларки, җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә берилгән һәр қандақ адәмгә Әйса Мәсиһниң вә Худаниң Падишалиғида орун йоқ. Ачкөзлүккә берилгән адәм Худаға ибадәт қилишниң орниға мал-мүлүккә ибадәт қилидудә, бутпәрәсләрдин пәриқләнмәйду.


Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду.


Муса Рәулниң тәкливини қобул қилди вә уларниң йенида туруп қалди. Рәул қизи Зипорәни униңға хотунлуққа бәрди.


Араңларда җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә қәтъий йол қоюлмисун. Чүнки бундақ ишлар Худаниң муқәддәс хәлқигә мас кәлмәйду.


Лекин һазир мән өзини мәсиһий дәп атавалған, әмәлиятта шәһваний, ачкөз, бутпәрәс, төһмәт­хор, һарақкәш яки алдамчи кишиләр билән алақә қилмаслиғиң­ларни, һәтта улар билән һәмдәстиханму болмаслиғиңларни яздим.


Тикәнликкә чүшкән уруқларға кәлсәк, улар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзлирини аңлисиму, узун өтмәй көңлигә бу дунияниң әндишә, байлиқ вә һалавәтлириниң езиқтурушлири киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.


нека садиқлиғини бузуш, ачкөзлүк, яманлиқ, һелигәрлик, шәһванийлиқ, көрәлмәслик, төһмәтхорлуқ, тәкәббурлуқ вә һамақәтликләр инсанниң ичидин, йәни қәлбидин чиқиду.


Башқиларниң өй-имарәтлири, әр-хотуни, қуллири, кала яки башқа тәәллуқатлириға көз қириңни салма.


Буларниң һалиға вай! Чүнки улар өз инисини өлтүргән Қабилниң йоли билән маңди. Пул тепиш үчүн Билъамға охшаш һәр қандақ яман ишни қилди. Кораһ Худаға қарши исиян көтирип һалак болғандәк, уларму ахир һалак болиду.


оғрилар, ачкөзләр, һарақкәшләр, төһмәтхорлар вә алдамчиларға Худаниң Падишалиғида орун йоқ.


Уларниң һаяти һәр хил яман­лиқ, ачкөз­лүк, өчмәнлик, көрәлмәслик, қатиллиқ, урушқақлиқ, һелигәр­­лик, сүйиқәст вә ялғанчилиқ билән толди.


вә уларға: — Дадаңларниң маңа бурунқидәк достанә муамилидә болмайват­қан­лиғини сезиватимән. Лекин атам етиқат қилип кәлгән Худа маңа яр болуп кәлмәктә.


— Йәр йүзидә өзәңларға байлиқ топлимаңлар. Чүнки бу йәрдә йә күйә йәп түгитиду, йә датлишип түгәйду яки оғри оғрилап кетиду.


Қоғлиниватимиз, һалбуки Худа тәрипидин ташла­ве­ти­лмидуқ. Жиқитилдуқ, амма йоқитилмидуқ.


— Әмсә, саңа немә беришим керәк? — дәп сориди Лабан. Яқуп мундақ җавап бәрди: — Маңа иш һәққи керәк әмәс! Әгәр төвәндики бу тәкливимгә қошулсиңиз, падилириңизни давамлиқ бақай.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite