3 Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.
ялиңач қалғинимда кийиндүрдүңлар, кесәл болуп қалғинимда келип һалимдин хәвәр алдиңлар, зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар», дәйду.
Мәһбус мәсиһийләрниң дәрдигә ортақ болдуңлар. Мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму гөзәл, бақий байлиққа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән қобул қилдиңлар.
Хошал болғанлар билән биллә хошал болуңлар, қайғурғанлар билән биллә қайғуруңлар.
Әгәр бир әзаға дәрт кәлсә, пүткүл әзалар тәң дәрт тартиду, бир әза қәдирләнсә, пүткүл әзалар тәң хошал болиду.
Мәнки Павлус бу ахирқи саламни өз қолум билән йезиватимән. Мениң пут-қоллиримниң кишәнлик екәнлигини унтумаңлар. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!
Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар.
мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алмидиңлар, ялиңач қалғинимда кийиндүрмидиңлар, кесәл болғинимда вә зинданда ятқинимда йоқлимидиңлар», дәйду.
У йүз бешиға Павлусни давамлиқ тутуп турушни, лекин униңға бир аз кәң муамилә қилип, дост-бурадәрлириниң униң турмуш еһтияҗини тәминләп турушиға йол қоюшни буйриди.
Шу сәвәпләрдин Рәббимизгә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мән силәрдин Худаниң чақириғиға мунасип яшишиңларни өтүнүп сораймән.
Әтиси Сидон шәһиригә йетип кәлдуқ. Юлиюс Павлусқа кәңчилик қилип, еһтияҗлирини һәл қилиши үчүн, униң шу йәрдики дост-бурадәрлириниң йениға беришиға рухсәт қилди.
Лекин баш шарап қуйғучи Йүсүпни есидин чиқирип, уни пүтүнләй унтуп қалди.
чалма-кесәк қилип өлтүрүлди, һәрә билән һәрилинип парчиланди, қиличлинип өлтүрүлди, қой-өшкә терилирини йепинча қилған һалда сәрсан болуп жүрди, намратлиқта яшиди, зиянкәшликләргә учриди, хорланди.