Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 13:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унту­маң­­лар. Чүнки бәзиләр меһмандостлуқ билән билмәстин периштә­ләрни меһман қилған.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 13:2
21 Referans Kwoze  

Чүнки ач қалғинимда силәр Маңа йемәклик бәрдиңлар, уссиз қалғинимда уссилиқ бәрдиңлар, мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алдиңлар,


Кейин Пәрвәрдигар Мамрәдики емән дәрәқлигидә Ибраһим­ға қайта көрүнди. Күн тикләшкән вақитта Ибраһим чедириниң ишиги алдида олтиратти.


Худаниң муқәддәс хәлқи ариси­дин еһтияҗи чүшкәнләргә ярдәм қилиңлар вә уларға меһмандост болуңлар.


Бир-бириңлардин нарази болмай, меһмандост болуп өтүңлар.


мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алмидиңлар, ялиңач қалғинимда кийиндүрмидиңлар, кесәл болғинимда вә зинданда ятқинимда йоқлимидиңлар», дәйду.


әксичә меһмандост, яхшилиқни сөйидиған, өзини тутувалған, адил, пак вә тәмкин болуши лазим.


Бирақ падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндашлиримдин болған буларниң бирәрсигә қилғиниңлар дәл Маңа қилғиниңлар болуп һесаплиниду», дәп җавап бериду.


Улар йәнә яхшилиқлири билән тонулған болуши, йәни балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, меһмандост, кәмтарлиқ билән мәсиһийләрниң хизмитидә болған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қилған вә өзини һәр хил хәйир-сахавәт ишлириға беғишлиған аяллардин болуши керәк.


Җамаәт йетәкчиси болса, әйиплинидиған тәрипи болми­ған, аялиға садиқ, өзини тутувалған, еғир бесиқ, һөрмәткә сазавәр, меһмандост, башқиларға Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши,


Мәнки Павлусқа вә өз өйидә җәм болидиған пүтүн мәсиһийләр җамаитигә саһипханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ераст вә қериндишимиз Квартлардин силәргә салам. {


У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгәндин кейин, бизни өйигә тәклип қилип: — Әгәр силәр мени Рәббимиз Әйсаға ишәнди, дәп қарисаңлар, мениң өйүмгә берип туруп кетиңлар! — дәп чиң турувалди. Шуниң билән биз униңға мақул болуп, өйигә бардуқ.


Шу күни ахшими һелиқи икки периштә Содомға кәлди. Бу вақитта Лут шәһәр дәрвазисиниң алдида олтиратти. Лут уларни көрүпла, орнидин туруп, уларниң алдиға берип, тазим қилип:


Қәдирлик достум, Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида кәлгән қериндашларниң бәзилири һәтта саңа натонуш болсиму, сән уларға ярдәм берип кәлдиң. Бу сениң Худаға болған садақәтмәнлигиңни көрситиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite