Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 13:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Бир-бириңларға һемишәм қериндашларчә меһир-муһәббәт көрситиңлар.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 13:1
30 Referans Kwoze  

Әгәр бири «Худани сөйимән», дәп туруп, қериндишиға өчмәнлик қилса, у ялғанчидур. Чүнки көзигә көрүнүп турған қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмигән киши көрүп бақмиған Худани қандақму сөйсун?


Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар.


Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.


садақәтмәнлигиңларға қериндашларни сөйүшни, қериндашларни сөйүшүңларға башқиларға меһир-муһәббәт көрситишни қошушқа тиришиңлар.


барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, мәсиһий қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, Падишани һөрмәтләңлар.


Меһир-муһәббәт көрситиш вә яхши иш қилиш үчүн бир-биримизни қандақ илһамландурушни ойлайли.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Һәммидин муһими, бир-бириңларға сәмимий меһир-муһәббәт көрситиңлар, чүнки меһир-муһәббәт нурғун гуналарни кәчүргүзүветиду.


Һалбуки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшашниң беридиған мевилири меһир-муһәббәт, хошал-хорамлиқ, течлиқ-аманлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, садиқлиқ,


Қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар, лекин бу әркин­лигиңлар гунакар тәбиитиңларниң арзулирини қандурушниң баниси болуп қалмисун. Әксичә буни бир-бириңларға меһир-муһәббәт билән хизмәт қилишниң пурсити, дәп билиңлар.


Лекин саңа бир наразилиғим барки, у болсиму меһир-муһәббитиң дәсләпкидин суслашти.


Худаниң әмри шуки, Униң Оғли Әйса Мәсиһкә ишинишимиз һәм Әйса Мәсиһниң бизгә буйруғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар.


Әйса Мәсиһ бизгә меһир-муһәббәт көрситип, биз үчүн Өзини пида қилғандәк, силәрму һаятиңларда бир-бириңларға шундақ меһир-муһәббәт көрситиңлар. Униң биз үчүн Өз җенини пида қилиши худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурванлиққа охшаш Худани хурсән қилди.


Бир-бириңлар билән инақ өтүш арқилиқ Муқәддәс Роһниң мәсиһийләргә бәргән бирлигини сақлашқа тиришиңлар.


Мәсиһийләр бир нийәттә, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тегишлик пул-мелини «өзәмниң» демәтти, бариға ортақ еди.


«Өтүп кетиш» һейтидин кейинки әллигинчи күни кәлгән «Ома» һейтида мәсиһийләрниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite