9 Йәр-йүзидики атимизниң тәрбийисини қобул қилип, уларни һөрмәтләп кәлдуқ. Шундақ екән, асмандики Атимизға техиму бойсунуп яшишимиз керәк әмәсму?
Ата-анисидин туғулғанлар җисманий һаятлиққила егә болиду, бирақ Худаниң Роһидин туғулғанлар роһий һаятлиққиму егә болиду.
Ата-анаңни һөрмәт қил. Шу чағда Мән саңа ата қилмақчи болған зиминда узақ өмүр сүрисән.
Өзәңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти кәлгәндә Худа силәрни үстүн қилиду.
Шуниң үчүн Худаға бойсунуңлар, шәйтанға қарши туруңлар, шу чағдила шәйтан силәрдин қачиду.
Улар Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң әвлатлиридур. Әйса Мәсиһму уларниң Әвлади болуп, бу дунияға инсан тенидә кәлди. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүридиған, мәңгү мәдһийилинидиған Худадур, амин!
Худаниң алдида өзәңларни төвән тутуңлар, шу чағда Худа силәрни үстүн қилиду.
Әгәр мениң Худа тәрипидин ләнәт астида қелип, Әйса Мәсиһтин айрилип қелишим қериндашлирим вә җан-җигәрлирим болған исраилларниң қутқузулуши үчүн ярдәм берәлисә, мән мундақ қилишқиму рази болаттим.
Бу Хуш Хәвәр Худаниң Өз Оғли, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ тоғрисидидур. Җисманий җәһәттин Әйса Мәсиһ Давут падишаниң әвладидин туғулған,
У болса пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә өз әвладидин бирини варислиқ қилдурушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти.
— Мәлум шәһәрдә бир қази бар екән. У Худадинму қорқмайдикән, адәмләрниму һөрмәт қилмайдикән.
Лекин қази бу ишни бәк кәйнигә сөрәветипту, бирақ кейин ичидә: «Мән Худадин қорқмаймән, адәмләрниму һөрмәт қилмаймән,
Периштә маңа: — Бу сөзләр ишәнчлик вә һәқтур. Пәйғәмбәрләрниң роһиға илһам бәргән Пәрвәрдигар Худа йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған вақиәләрни Өз хизмәткарлириға көрситиш үчүн, периштәсини әвәтти, — деди.