Ибранийларға йезилған хәт 12:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси2 Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрүлүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта. Gade chapit la |
Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға салиду. Ундақта, Муқәддәс Язмиларда Инсан Оғли көп азап-оқубәт чекиду вә рәт қилиниду, дәп йезилғиниға қандақ қарайсиләр? Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр һәқиқәтән кәлди вә худди Муқәддәс Язмиларда у һәққидә йезилғандәк, кишиләрниң униңға қилмиған әскилиги қалмиди.