Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 12:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Йәр-йүзидики атимиз бизни пәқәт өзи мувапиқ көргән йол бойичә вақитлиқ тәрбийиләйду. Лекин Худаниң тәрбийиси һемишәм бизниң пайдимиз үчүндур. У бизни Өз паклиғидин һөзүрләндүрүш үчүн тәрбийиләйду.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 12:10
17 Referans Kwoze  

У Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити арқилиқ бизгә наһайити улуқ вә қиммәтлик вәдиләрни бәрди. Булар арқилиқ биз бу дуниядики инсанларниң болмиғур һәвәслиридин келип чиққан әхлақсизлиқтин қутулуп, Худаниң тәбиитигә охшаш тәбиәткә егә болалаймиз.


Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.


Бирақ һазир Худа Өз Оғли Әйса Мәсиһниң инсан тенидә чапрас яғачқа миқлинип қурван болуши арқилиқ силәрни Өзи билән яраштурди. Буниңдики мәхсәт, силәрниң Худаниң алдида пак, камчилиқсиз вә әйипсиз болушуңлар үчүндур.


Йеңи тәбиәтни өзәңларға өзләш­тү­рүңлар. Бу йеңи тәбиәт Худаниң тәбиитигә мас болуп, у һәққанийлиқ вә һәқиқий паклиқта ипадилиниду.


Лекин силәр болсаңлар Худаниң таллиғанлири, Униң Падишали­ғи­ниң роһанийлири, Худаға аталған хәлиқ, шундақла Худаға мәнсүп болғанларсиләр. Силәрни қараңғулуқтин Өзиниң парлақ йоруқлуғиға чақирған Худа Өзиниң улуқлуғини башқиларға йәткүзүшүңлар үчүн силәрни таллиди.


Шундақ қилсаңлар, Худаниң ибадәтханисиниң селишқа ишлитилидиған тирик ташлардин болисиләр. Силәр Худаға аталған роһанийлар болуп, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға хизмәт қилиш вә мәдһийә ейтиш қатарлиқ Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни берәләйсиләр.


Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду.


Улар у йәрдә он жилчә яшайду. Бу җәриянда Әлимәләк аләмдин өтүп, Наоми икки оғли билән қалиду. Икки оғли моаблиқ қизлардин Орпаһ вә Рутларға өйлиниду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite