Ибранийларға йезилған хәт 11:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси8 Ишәнчи сәвәвидин Ибраһим Худа униңға бәрмәкчи болған зиминға чақирилғанда, у Худаға бойсунуп, қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти. Gade chapit la |
Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қилсаңлар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзилитидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худаға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду.