Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 11:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Ишәнч Худаниң вәдисигә бағланған үмүтниң әмәлгә ашидиған­лиғиға болған ишәнч, көрүнмәйдиған моҗутлуққа болған қайиллиқтур.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 11:1
24 Referans Kwoze  

Чүнки көз билән көргили болидиғанға әмәс, ишәнчкә тайинип яшаймиз.


Шуңа көзүмиз көрүнидиған­да әмәс, бәлки көрүнмәйдиғандидур. Чүнки көрүнидиғини өткүнчидур, көрүнмәйдиғини болса мәңгүлүктур.


Ишәнчи сәвәвидин Нуһ пәйғәмбәр техи көрүлүп бақмиған вақиә­ләр һәққидә Худа тәрипидин агаһландурулғанда, Худаниң сөзигә бойсу­нуп, пүтүн аилисидикиләрни қутқузуш үчүн бир кемә ясиди. Һәм ишәнчи арқилиқ дуниядики адәмләрниң қилмишлириниң җазали­нишқа лайиқ екәнлигини көрситип бәрди. Ишәнчи сәвәвидин у Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланди.


мустәһкәм ишәнч вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли. Чүнки диллиримиз Әйса Мәсиһниң қениниң сепилиши билән виждан азавидин халас болған вә бәдинимиз пакиз су билән жуюлғандәк пакланған.


Ишәнчи сәвәвидин у Мисирдин кәтти. Чүнки у көзгә көрүнмәйдиған Худани көрүп турғандәк Униңға ишинип, падишаниң ғәзивидинму қорқмай, өз йолиға меңивәрди.


Шундақ болғанда, қашаңлардин болмай, бәлки өз ишәнчи вә сәвирчанлиғи билән Худаниң вәдисигә еришидиғанларни үлгә қилидиғанлардин болисиләр.


Бирақ биз ишәнчидин йенип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки ишәнч қилип қутқузулушқа еришидиғанлардиндурмиз.


Мана бу дунияда ишәнч, үмүт вә меһир-муһәббәттин ибарәт бу үчи давамлиқ моҗут болуп туриду. Буларниң ичидә әң улуқ болғини меһир-муһәббәттур.


Ишәнчи бар бу кишиләр Худа вәдә қилғанларға муйәссәр болмай турупла аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида ишәнчи билән жирақни көрүп, бу вәдиләрниң кәлгүсидә әмәлгә ешишини хурсән­лик билән күткән вә өзлириниң йәр йүзидә яқа жутлуқ вә мусапир екәнлигини етирап қилишқан еди.


Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.


Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Бир киши Әйса Мәсиһкә мәнсүп болидикән, у йеңидин яралған адәмдур. Униң кона һаяти ахирлишип, йеңиси башланған болиду.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә әлчиси болған мәнки Симун Петрустин силәргә салам! Силәр бизниң Худайимиз вә Қутқаз­ғучимиз болған Әйса Мәсиһниң адиллиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир ишәнчкә муйәссәр болдуңлар.


Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим.


Худаниң хизмәткари вә Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Павлустин Титусқа салам. Мән Худа таллиғанларға ишәнчи үчүн вә уларниң Худаға садақәтмән болуши үчүн һәқиқәтни чүшәндүрүшкә тайинландим.


Шундақ екән, шунчә улуқ қутқузулушқа көз жумсақ, қандақму шу җазадин қечип қутулалаймиз?! Қутқузулуш хәвирини дәсләптә Рәббимиз уқтурған, Уни беваситә аңлиғанлар бу қутқузулушниң һәқлиғи тоғрисида бизгә гувалиқ бәргән.


Бу сөзлирим Рәббимиз мәндин тәләп қилған сөзләр әмәс. Мениң бундақ махтинишим пәқәтла бир ахмақниң жүрәклик по атқанли­ғидур, халас.


Мабада Македонийәдики бәзи қериндашлар мән билән биллә берип, силәрниң тәйярлиқ қилми­ғанлиғиңларни көрсә, силәр бир яқта қелип, силәргә болған күчлүк ишәнчим сәвәвидин мән хиҗаләт болуп қелишим турған гәп.


Лекин Әйса Мәсиһ болса, Оғул болуш салаһийити билән Худаниң әшу аилисини садиқлиқ билән башқурди. Әгәр биз җасаритимизни вә пәхирлинидиған үмүтүмизни ахирғичә давамлаштурсақ, Худаниң аилисигә тәвә болған болимиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite