Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 10:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Әйса Мәсиһ алди билән Худаға: «Қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң. Көйдүрмә қурванлиқ вә гуна үчүн сунулған башқа қурван­лиқ­лардинму хурсән болмидиң», дегән. Бу қурванлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә қилинсиму, У йәнила шундақ дегән.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 10:8
4 Referans Kwoze  

Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ дунияға кәлгәндә мундақ дегән: «Инсанлардин қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң, Лекин Мән үчүн бир тән һазирлидиң.


Инсан­ниң Худани пүтүн қәлби, пүтүн әқли вә пүтүн күчи билән сөйүши һәм хошнисиниму өзини сөйгәндәк сөйүши Худаға аталған һәр қандақ көйдүрмә қурванлиқ вә һәдийәләрдинму муһимдур.


Гунакар тәбии­тимиз түпәйлидин Тәврат қануни бизни гунаниң қуллуғидин азат қилалмиди. Бирақ Худа Өз Оғлини биз гунакар инсанларниң тенидәк тән билән йәр йүзигә әвәтип, Униң гунасиз тенидә гуналиримизниң җазасини тартиши билән бизни башқуруватқан гунаниң күчини бекар қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite