Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 10:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Чүнки буқа вә өшкиләрниң қени инсанлар­ни гунадин һәргиз пак қилалмайду.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 10:4
19 Referans Kwoze  

Роһанийлар һәр күни қурванлиқ суписи алдида туруп, ибадәт хизми­тини қилиш үчүн гуналарни жуялмайдиған охшаш хилдики қурванлиқларни Худаға қайта-қайта суниду.


Һалбуки, силәр Әйса Мәсиһниң инсанларни гунайидин азат қилиш үчүн дунияға кәлгәнлигини вә Униң гунасиз екәнлигини билисиләр.


Мана бу улар билән түзидиған келишимимдур, У чағда уларниң гунайини елип ташлаветимән».


Әйса Мәсиһ алди билән Худаға: «Қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң. Көйдүрмә қурванлиқ вә гуна үчүн сунулған башқа қурван­лиқ­лардинму хурсән болмидиң», дегән. Бу қурванлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә қилинсиму, У йәнила шундақ дегән.


Мана булар һазирқи заман үчүн бир тәҗрибә савақтур. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, Худаға сунулған һәдийә вә қурванлиқлар ибадәт қилғучини пак вижданлиқ қилалмайду.


Әтиси Йәһия пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң өзигә қарап келиват­қанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана Бу пүткүл дуниядики инсанларниң гунайидин азат қили­ниши үчүн һазирланған Худаниң Қозисидур!


Инсан­ниң Худани пүтүн қәлби, пүтүн әқли вә пүтүн күчи билән сөйүши һәм хошнисиниму өзини сөйгәндәк сөйүши Худаға аталған һәр қандақ көйдүрмә қурванлиқ вә һәдийәләрдинму муһимдур.


Тәврат қануни Әйса Мәсиһ кәлгүсидә елип келидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки униң көләңгисинила сүрәтләп бериду. Шу сәвәптин Тәврат қануни өзигә әмәл қилип, жилму-жил охшаш қурванлиқларни аташ арқилиқ Худаға ибадәт қилидиған адәмләрни һәргизму гуналиридин пак қилалмайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite