Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 10:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Роһанийлар һәр күни қурванлиқ суписи алдида туруп, ибадәт хизми­тини қилиш үчүн гуналарни жуялмайдиған охшаш хилдики қурванлиқларни Худаға қайта-қайта суниду.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 10:11
21 Referans Kwoze  

Чүнки буқа вә өшкиләрниң қени инсанлар­ни гунадин һәргиз пак қилалмайду.


Һәр қетимлиқ баш роһаний кишиләр арисидин таллинип, өз хәлқигә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа тайинлинип, уларниң Худаға аталған һәдийәлирини вә гуналири үчүн қилған қурванлиқ­лирини Худаға суниду


У илгирики баш роһаний­­лардәк һәр күни алди билән Өз гуналири үчүн, кейин хәлиқниң гуналири үчүн қурванлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурван қилғанда, инсанларниң гуналири үчүн қилинидиған қурван­лиқни бир йолила ада қилди.


Тәврат қануни Әйса Мәсиһ кәлгүсидә елип келидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки униң көләңгисинила сүрәтләп бериду. Шу сәвәптин Тәврат қануни өзигә әмәл қилип, жилму-жил охшаш қурванлиқларни аташ арқилиқ Худаға ибадәт қилидиған адәмләрни һәргизму гуналиридин пак қилалмайду.


Һәр күни бир мозайни гуна кәчүрүм қилиниш қурванлиғи орнида боғузла. Андин қурванлиқ суписини паклап, уни муқәддәс қилиш үчүн яғла.


У әң муқәддәс җайда, йәни инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигаримиз Худа қурған һәқиқий ибадәт чедирида хизмәт қилмақта.


Әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз роһаний болматти. Чүнки бу йәрдә Тәврат қануниниң тәливи бойичә Худаға һәдийә сунидиған роһанийлар аллибурунла бардур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite