Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 1:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 У Атиси Худаниң улуқлуғидин парлиған нур, Атисиниң тәбиитиниң һәқиқий обризидур. У Өз сөзиниң қудрити билән пүткүл каинатниң моҗутлуғини давамлаштурмақта. У Өзини қурван қилиш төләмигә инсанларниң гуналиридин паклиниш йолини ечип бәргәндин кейин, асмандики Худаниң оң йенида олтарди.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 1:3
42 Referans Kwoze  

«Пәрвәрдигаримиз вә Худайимиз! Шан-шәрәп, һөрмәт вә қудрәткә лайиқсән. Чүнки һәммини Сән яраттиң. Һәммә нәрсә хаһишиң билән яритилип вуҗутқа кәлди».


«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ.


Чүнки бу дунияниң һөкүмрани болған шәйтан Худаниң обризи болған Әйса Мәсиһниң улуқлуғини билдүридиған Хуш Хәвәрниң нури ишәнмәйдиғанларниң дилини йорутмисун дәп, уларниң әқлини ишлимәс қилип қойди.


Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрү­лүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.


«Сөз» һаятлиқниң мәнбәси болуп, бу һаят­лиқ инсанларға нур елип кәлди.


Бирақ бизниң Роһанийи­миз болса Өзини қурван қилиш билән гуналарни жуйидиған бирла қетимлиқ, мәңгү инавәтлик қурванлиқни Худаға сунди. Андин У Худаниң оң йенида олтирип,


Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния яритилғандин бери Әйса Мәсиһниң қайта-қайта азап чекип қурван болушиға тоғра келәтти. Лекин Әйса Мәсиһ мана бу ахир заманда инсанларни гунадин азат қилиш үчүн, бир йолила оттуриға чиқип Өзини қурван қилди.


Шуңа Худа йоруқлуқта болғинидәк, бизму йоруқлуқта болсақ, бир-биримизгә йеқин болимиз һәм Худа Оғли Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени бизни барлиқ гунадин пак қилиду.


Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.


Һалбуки, силәр Әйса Мәсиһниң инсанларни гунайидин азат қилиш үчүн дунияға кәлгәнлигини вә Униң гунасиз екәнлигини билисиләр.


Биз әлчиләр силәргә уқтурған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә қайта келидиғанлиғи тоғрисидики һәқиқәтни һәргизму өзимиз ойдуруп чиқмидуқ. Биз Әйса Мәсиһниң шан-шөһритини өз көзүмиз билән көргәнмиз.


Тирилдүрүлгән Әйса Мәсиһ асманға чиқип, Худаниң оң йенида олтармақта. Периштәләр, асмандики һоқуқ­дарлар вә башқа барлиқ күчлүкләр Униңға тиз пүкмәктә.


Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишинивати­силәр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.


Ейтқанлиримниң асасий нуқтиси шуки: асмандики улуқ Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтиридиған бир Баш Роһанийимиз бар.


Рәббимиз Әйса уларға бу сөзләрни қилғандин кейин, асманға көтирилди вә Худаниң оң йенида олтарди.


Мән ғалибә қилип, Атам­ниң тәхтидә Униң билән биллә олтардим. Шуниң үчүн Мәнму ғалибә қилғучи­ларға тәхтимдә Мән билән биргә олтириш һоқуқини беримән.


У илгирики баш роһаний­­лардәк һәр күни алди билән Өз гуналири үчүн, кейин хәлиқниң гуналири үчүн қурванлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурван қилғанда, инсанларниң гуналири үчүн қилинидиған қурван­лиқни бир йолила ада қилди.


Худа Уни тирилдүрүп, асманға елип чиқип кәткәндин кейин, Уни чоң шан-шәрәпкә егә қилип, Өзиниң оң йенида олтарғузди. Һәзрити Әйса Худа Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни Униңдин алди вә һазир көрүватқан, аңлаватқанлириңлардәк, бу Роһни бизләргә чүшәрди.


Әтиси Йәһия пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң өзигә қарап келиват­қанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана Бу пүткүл дуниядики инсанларниң гунайидин азат қили­ниши үчүн һазирланған Худаниң Қозисидур!


Әйса Мәсиһ билән биллә тирилгән екәнсиләр, ундақта асман­дики ишларға интилиңлар. Әйса Мәсиһ асманда Худаниң оң тәрипидә олтириду.


Ким бизни гунаға мәһкүм қилалайду? Һеч ким! Чүнки Әйса Мәсиһ биз гунакарлар үчүн өлди. Униң үстигә, У тирилдүрүлүп, Худаниң оң йенида һоқуқ тутуп, биз үчүн мураҗиәт қилмақта.


— Қараңлар! Асман ечилип, Инсан Оғли һәзрити Әйсаниң Худа­ниң оң йенида турғанлиғини көрдүм! — деди у.


Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


Әгәр вәсийәт қалдурулса, вәсийәт қалдурғучи өлмигичә, вәсийәт күчкә егә болмайду.


— Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши пәрзәнт көрмәй өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп тәлим бәргән.


Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.


Худа Өз Оғлиға дегән мону сөзни периштәләрниң бирәрсигә дәп баққан әмәс: «Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»


Әйса Мәсиһ муқәддәс тағда Худа Атимиздин шан-шәрәп вә улуқлуққа еришкәндә, улуқ Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән», дегән авази аңланди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite