Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Ибранийларға йезилған хәт 1:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Мошу ахирқи вақитларда болса бизгә Өз Оғли арқилиқ сөзлиди. Худа каинатни Оғли арқилиқ яратти вә Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бәкитти.

Gade chapit la Kopi




Ибранийларға йезилған хәт 1:2
70 Referans Kwoze  

бирақ биз үчүн пәқәтла ялғуз бир Худа, йәни асмандики Худа Атимизла бардур. У пүткүл мәвҗудатниң Яратқучисидур, биз Униң үчүн яшаймиз. Шуниңға охшаш биз үчүн ялғуз бир Рәб, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудат У арқилиқ моҗуттур. Бизму У арқилиқ йеңи һаятқа егә болдуқ.


У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди. Һеч қандақ мәвҗудат Униңсиз яритилған әмәс.


«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ.


Әйса Мәсиһ дуния ярити­лиштин илгирила Худа тәрипидин инсанларниң Қутқазғучиси болуш үчүн талланған. У мошу ахирқи вақитларда


Һәзрити Әйса уларниң йениға келип, мундақ деди: — Асманда вә йәр йүзидә пүтүн һоқуқ Маңа берилди.


Һәзрити Әйса Атисиниң һәммә һоқуқни Өзигә аманәт қилғанлиғини, Атиси Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға кетидиғанлиғини биләтти.


Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди.


Биз ишәнч арқилиқ каинатниң Худаниң әмри билән яритилған­лиғини, биз көрәләйдиған мәвҗудатларниң көргили болидиғандин бәрпа болмиғанлиғини чүшинәләймиз.


Худаниң пәрзәнтлири екәнмиз, Униң вәдә қилған һәқиқий байлиғиға мирасхормиз, шундақла униңға Әйса Мәсиһ билән биллә мирасхорлуқ қилимиз. Кәлгүсидә Әйса Мәсиһ билән бирликтә Худаниң шан-шәривидин һөзүрлиниш үчүн, бизму һазир Әйса Мәсиһкә охшаш азап-оқубәтләрни тартиватимиз.


Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйдики, Өзиниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнгән һәр бир киши һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүн, Уни қурван болушқа әвәтип бәрди.


Лекин һәзрити Әйса лам-җим демиди. Баш роһаний Униңға: — Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилишиңни буйруймән. Ейтқин, Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — деди.


Лекин иҗарикәшләр йәр егисиниң оғлини көрүп, өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветип үзүмзар­лиғини егиләвалайли», дейишипту.


Гәрчә У Худа Оғли болсиму, азап чекиш җәриянида бойсунушни үгәнди.


Худа буни Өзи бәлгүлигән вақти йетип кәлгәндә ишқа ашуруп, бу дуния вә у дуниядики пүткүл мәвҗудатни бирликтә Әйса Мәсиһниң башқурушиға қойиду.


Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.


Шундақ екән, шунчә улуқ қутқузулушқа көз жумсақ, қандақму шу җазадин қечип қутулалаймиз?! Қутқузулуш хәвирини дәсләптә Рәббимиз уқтурған, Уни беваситә аңлиғанлар бу қутқузулушниң һәқлиғи тоғрисида бизгә гувалиқ бәргән.


Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Сән Мениң Оғлум­сән, бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим». Бу сөзни Худа һәр қандақ бир периштәсигә дегән әмәс, шундақла Худа йәнә һеч қандақ бир периштә тоғрилиқ: «Мән Униңға Ата болимән, уму Маңа Оғул болиду», дегәнму әмәс.


Пүткүл мәвҗудатни яратқан Худа йәнә бурундин тартип ашкарилимиған бу планиниң қандақ әмәлгә ашурулғанлиғини барлиқ инсанларға чүшәндүрүш вәзиписини маңа бәрди.


Лекин Худа Өзи бәлгүлигән вақит йетип кәлгәндә, Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аялдин туғулған болуп, Тәврат қануниға бойсунуп яшиди.


Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.


Әнди силәрни «чакар» демәй­мән, чүнки чакар ғоҗайининиң немә қилидиғанлиғини билмәйду. Униң орниға силәрни «дост» дәймән, чүнки Атамдин аңлиған­ли­рим­ниң һәммисини силәргә йәткүздүм.


Улар силәргә: «Ахир заманда гунаға патқан һәвәслириниң кәйнигә кирип, Худани мәсқирә қилидиғанлар чиқиду», дегән еди.


лекин роһий җәһәттин Униң Худа Оғли екәнлиги Униң өлүмдин тирилдүрүлүши арқилиқ зор қудрәт билән испатланған.


«Худа шуни вәдә қилдики: ‹ Мән ахир заманда һәммә инсанларни Муқәддәс Роһумға чөмдүримән. Оғул-қизлириңлар Мениң пәйғәмбәрлик сөзлиримни йәткүзиду. Сөзлирим жигитләргә ғайибанә аламәтләр, чоңларға чүшләр арқилиқ йәткүзүлиду.


Чүнки Сән Униңға пүткүл инсанийәттин үстүн һоқуқ ата қилдиң. Буниң билән У Сән Униңға бәргән адәмләрниң һәммисигә мәңгүлүк һаят ата қилсун.


Атамда бар болғанниң һәммиси һәм Мениңдур. Шуниң үчүн Муқәддәс Роһ Мәндә бар болғанни силәргә йәткүзиду, дәп ейттим.


Ғоҗайинниң йенида бирла адими, йәни униң сөйүмлүк ялғуз оғлила қапту. У оғлумниғу һөрмәт қилар, дәп иҗарикәшләрниң йениға әң ахирида уни әвәтипту.


Худа Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр мундақ баш­линиду:


Әң муһими шуни билишиңлар керәкки, ахир заманда өзиниң яман һәвәслириниң кәйнигә киридиған, силәрни мәсқирә қилидиған кишиләр чиқиду.


Оғлиға: «Сән Худасән, тәхтиң мәңгүлүктур. Сән адиллиқ билән һоқуқ жүргүзисән.


Яқуп оғуллирини алдиға чақирип, уларға мундақ деди: — Һәммиңлар алдимға келиңлар, силәргә дуч келидиған ишларни ейтип қояй!


Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния яритилғандин бери Әйса Мәсиһниң қайта-қайта азап чекип қурван болушиға тоғра келәтти. Лекин Әйса Мәсиһ мана бу ахир заманда инсанларни гунадин азат қилиш үчүн, бир йолила оттуриға чиқип Өзини қурван қилди.


Йәһия пәйғәмбәрниң шагирт­лири бир йәһудий билән тазилиниш диний қаидиси тоғрисида талишип қалди.


Андин асмандин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.


Явайи от уруқлирини чачқан дүшмән шәйтандур. Ома вақти заман ахири, омичилар болса периштәләрдур.


Лекин иҗарикәшләр өз ара: «Бу болса ғоҗайинниң мирасхори. Келиңлар, уни өлтүрүветәйли, үзүмзарлиқ бизгә оңчә қалсун», дейишипту.


Дуния «Сөз» арқилиқ яритилған болсиму, «Сөз» бу дунияға кәлгән­дә, дуния Уни тонумиди.


Чүнки Атиси Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғлиниму шундақла һаятлиқ мәнбәси қилди.


Йәнә Униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки У Инсан Оғлидур.


Худаниң Муса пәйғәмбәргә сөзлигәнлигини билимиз. Бу әбләхниң болса, әң қисқиси, қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.


Әксичә Худаниң инсан­ларға бурун ашкарилимиған даналиғидур. Бу даналиқни Худа дунияни яритиштин илгири бизниң асмандики шан-шәрәпкә еришишимиз үчүн алдин-ала бәлгүлигән.


Лекин Әйса Мәсиһ болса, Оғул болуш салаһийити билән Худаниң әшу аилисини садиқлиқ билән башқурди. Әгәр биз җасаритимизни вә пәхирлинидиған үмүтүмизни ахирғичә давамлаштурсақ, Худаниң аилисигә тәвә болған болимиз.


Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.


Тәврат қануни аҗиз болған инсанни баш роһаний қилип тайинлатти, лекин Тәврат қанунидин кейин Худа қәсәм билән қилған келишими арқилиқ, мәңгүлүк кама­ләткә йәткү­зүл­гән Оғлини Баш Роһаний қилип тайинлиди.


Худа­ниң шан-шәриви У арқилиқ аян болған екән, Худа Өзиму Инсан Оғлиниң шан-шәривини дәрһал аян қилиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite