13 Худа Өз Оғлиға дегән мону сөзни периштәләрниң бирәрсигә дәп баққан әмәс: «Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»
Давут падиша өзи Муқәддәс Роһниң илһами билән мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
«Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
У Атиси Худаниң улуқлуғидин парлиған нур, Атисиниң тәбиитиниң һәқиқий обризидур. У Өз сөзиниң қудрити билән пүткүл каинатниң моҗутлуғини давамлаштурмақта. У Өзини қурван қилиш төләмигә инсанларниң гуналиридин паклиниш йолини ечип бәргәндин кейин, асмандики Худаниң оң йенида олтарди.
Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан болса, көзлирини көккә тикип, Худаниң парлақ нурини вә Униң оң йенида турған һәзрити Әйсани көрди.
Давут өзи Зәбурда Қутқазғучи-Мәсиһ тоғрисида мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
Исми һаятлиқ дәптиридә йезилмиғанларниң һәммиси от көлигә ташланди.
Мениң падиша болушумни халимиған дүшмәнлиримгә кәлсәк, уларни алдимға елип келип, каллисини елиңлар!»