6 Худаниң сөзидин тәлим еливатқан киши өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләр билән һөзүрләндүрсун.
Улар бу ишни өз ихтияри билән қилди. Әмәлиятта бу уларниңму қәрзи еди. Чүнки йәһудий әмәсләр йәһудийларға хас болған роһий җәһәттики бәхиттин һөзүрләнгән екән, ундақта йәһудий қериндашлиримизму уларниң маддий җәһәттики ярдимигә еришишкә лайиқтур.
Сәпәргә чиққанда нә хурҗун, нә бирәр артуқ көйнәк, нә аяқ, нә һаса еливалмаңлар. Чүнки хизмәткар кимгә хизмәт қилса, шуниңдин иш һәққи елишқа һәқлиқ.
Буниңдики мәхсәт, сизгә һәзрити Әйса һәққидә аңлиған тәлимләрниң ишәнчликлигини билдүрүштур.
пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин.