Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 6:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Һәр ким өзиниң әмәлиятиға қарап бақсун. Пәхирлинишкә тегишлик болса, пәхирләнсун. Өзини башқилар билән селиштурмисун.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 6:4
17 Referans Kwoze  

Ишәнчиңларниң һәққиқий яки әмәслигини билиш үчүн өз-өзәңларни тәкшүрүп көрүңлар, синап беқиңлар. Әйса Мәсиһниң араңларда екәнлигини билишиңлар керәк. Ундақ болмиғанда, бу силәрниң синақтин өтәлмигиниңлар болмамду?!


Шуңа һәр ким авал бу ишлар үстидә өз-өзини тәкшүрүп көрсун. Андин нандин йәп, җамдикидин ичсун.


Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.


Пәрисий хәлиқниң алдида өрә туруп мәғруранә һалда: «Әй Худа! Мениң башқилардәк алдамчи, гунакар, нека садиқлиғини бузғучилардин болуп қалмиғи­нимға, болупму бу баҗгирға охшимиғинимға шүкүр.


Әмәлиятта бундақ кишиләрниң өзлириму Тәврат қануниға толуқ әмәл қилмайду. Бирақ улар силәрниң хәтнини қобул қилғанлиғиңлар билән махтиниш үчүн хәтнә қилдурушуңларни тәләп қилиду.


Териғучи билән суғарғучиниң иши өз-ара маслашқан болуп, иккисиниң мәхсити бирдур вә һәр иккиси қилған әҗригә яриша Худаниң мукапитиға еришиду.


Әгәр бир кишиниң һул үстигә қойған материаллири отқа бәрдашлиқ берәлисә, у киши Худадин мукапат алиду.


Мән аман-есән силәрниң қешиңларға қайта барғинимда, мениң кәлгәнлигимдин силәрниң Әйса Мәсиһкә болған хурсәнлигиң­лар техиму толуп ташиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite