Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 6:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Мундақ көз-қараш билән яшайдиғанларға — Худаниң һәқиқий хәлқигә аманлиқ вә рәһим-шәпқәт яр болғай!

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 6:16
25 Referans Kwoze  

Демәк, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған екәнсиләр, силәрму Ибраһимниң әвлади болисиләр вә Ибраһимға вәдә қилинған бәхит-саадәткә еришисиләр.


Худаниң нәзәридә һәқиқий хәтнә қилинғанлар улар әмәс, бәлки бизләр. Чүнки биз Муқәддәс Роһқа тайинип, Худаға ибадәт қилип, Әйса Мәсиһ билән махтинимиз. Биз қилчиму хәтнигә вә өзимиз сиңдүргән әҗиргә таянмаймиз.


Әгәр хәтнә қилинғанлар, йәни йәһудийлар өзлириниң хәтнә қилинғанлиғиға таянмай, әҗдадимиз Ибраһимға охшаш, униң хәтнә қилинмиған вақтидики ишәнчи бойичә яшиса, Ибраһим улар­ниң­му атиси болиду.


Һәзрити Әйса Натанйәлниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана бу ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир исраил! — деди.


Қандақ болуши­дин қәтъий нәзәр, биз Худа бизгә көрситип бәргән һәқиқәттә чиң турушимиз керәк.


Муқәддәс Роһ бизниң йеңи һаятимизниң мәнбәси болған екән, Униң йетәкчилигидә маңайли.


Шуни демәкчимәнки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаң­лар. Шу чағда гунакар тәбиитиңларниң арзу-һәвәслиригә йол қоймайси­ләр.


Буларни силәргә Мән арқилиқ аманлиқ тапсун, дәп ейттим. Бу дунияниң адәмлири силәрни азап-оқубәткә салиду. Амма ғәйрәтлик болуңлар, чүнки Мән бу дуния үстидин ғалибә қилдим!


Силәргә аманлиқ қалдуримән, Өз аманлиғимни силәргә тәғдим қили­мән. Мениң силәргә тәғдим қилғиним бу дунияниң адәмли­риниң силәргә бәргинигә охшимайду. Көңлүңларни беарам қилмаңлар, қорқмаңлар.


Шундақ қилсаңлар, Худаниң кишиләрниң ойлиғинидинму ешип чүшидиған тиничлиғи силәрниң қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Әйса Мәсиһ арқилиқ тиничландуриду.


Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Мән бу хәтни һәммиңларға, йәни Худа меһир-муһәббәт көрсәткән вә У муқәддәс хәлқим, дәп чақирған силәр римлиқларға йезиватимән. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аман­лиқ ата қилғай!


Худа Атимиздин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин силәргә аманлиқ, меһир-муһәббәт вә ишәнч тиләймән.


Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға мәдһийиләр ейтил­ғай! У бизгә чәксиз рәһимдиллик көрситип, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғулдуруп, өчмәс бир үмүтигә егә қилди.


Худа силәргә һәссиләп рәһимдиллик, аманлиқ вә меһир-муһәббәт ата қилғай!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite