Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 6:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Йәһудийларниң махтишиға хуштар киши­ләр силәрни хәтнә қилдурушқа зорлайду. Улар қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта қурван болғанлиғидинла келиду десә, йәһудийларниң зиянкәшлигигә учрайду.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 6:12
22 Referans Kwoze  

Қериндашлар, әгәр мән улар ейтқандәк «хәтнә қилиниш керәк», дәп давамлиқ тәлим берип жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күндә йәнә немә үчүн йәһудийларниң зиянкәшлигигә учраймән? Әгәр шундақ қилған болсам, у чағда «қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғидинла келиду», демигән болаттим һәм уларниң ғәзивиниму қозғимиған болаттим.


Рошән­ки, кишиләр өзлири иҗат қиливалған динлардики мундақ диндарлиқ, сахта кәмтарлиқ вә өз тенини азапқа салидиған қаидә-йосунлар дана­лиқ­тәк көрүнсиму, әмәлиятта гунакар тәбиитимиздики һәвәсләрни чәкләштә һеч қандақ пайдиси йоқтур.


Чүнки бундақлар сахта әлчиләр, һелигәрләр болуп, өзлирини Әйса Мәсиһниң әлчиси, дәп пәдәзливал­ғанлардур.


Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.


Нәтиҗидә улар ейтқанлиримдин рази болди. Һәтта мән билән биллә барған Титус йәһудий болмисиму, улар уни хәтнә қилдурушқа мәҗбурлимиди.


Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр кишиләрниң алдида өзәңларни алийҗанап қилип көрсити­силәр. Лекин Худа көңүллириңларни яхши билиду. Инсанларниң қәдирләйдиғини Худаниң нәзәридә жиркиничликтур.


Чүнки силәргә көп қетим ейтқи­нимдәк, һазирму көз яшлиримни төкүп туруп, шуни қайта ейтимәнки, өзлирини мәсиһий дәвалған нурғун кишиләр Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғини көзгә илмай, Униң дүшмән­лиридәк жүрмәктә.


Өз мәнпийи­тиңларнила әмәс, башқиларниң мәнпийитиниму ойлаңлар.


Дәрвәқә, маңа көрәлмәслик қилип, мән билән бәслишиш мәхси­тидә Хуш Хәвәр тарқитиватқанларму бар. Амма башқилар Хуш Хәвәрни яхши нийәт билән йәткүзүватиду.


Әмәлиятта бундақ кишиләрниң өзлириму Тәврат қануниға толуқ әмәл қилмайду. Бирақ улар силәрниң хәтнини қобул қилғанлиғиңлар билән махтиниш үчүн хәтнә қилдурушуңларни тәләп қилиду.


Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.


Өзини қалтис чағлайдиған кишиләр билән өзимизни бир қатарда қоюшқа вә улар билән селиштурушқа қандақму җүръәт қилайли? Улар өзлирини өзлириниң өлчими билән өлчәйду, өзлирини өзлири билән селиштуриду. Мана бу уларниң әқилсизлигини көрситиду.


Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп: — Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.


Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ сөзләйду. Ундақ кишидә һәқсизлик йоқтур.


Улар тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәвелип, андин әттәй башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилиду. Улар җәзмән техиму қаттиқ җазаға тартилиду!


Тешиңлардин кишиләргә дурус адәмләрдәк көрүнисиләр, лекин ичиңлар сахтипәзлик вә яманлиқ билән толған.


Улар һәммә ишларни башқиларға көз-көз қилиш үчүнла қилиду. Өзлирини садақәтмән көрситиш үчүн, айәт қутисиниң чоңини чигивелип, тонлириниң чучилирини узун саңгилитип қойиду.


— Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк қияпәткә киривал­маң­лар. Улар роза тутқинини көз-көз қилиш үчүн, өзлирини ғәмкин қияпәттә көрситиду. Шуни билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәл­мәйду.


Хәйир-сахавәт қилғиниңларда, дәвраң салмаңлар. Сахтипәзләрла башқиларниң махтишиға еришиш үчүн, ибадәтхана вә кочилар­да шундақ қилиду. Билип қоюңларки, улар шундақ қилип башқилар­ниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду.


— Дуа қилған вақтиңларда, башқиларға көз-көз қилиш үчүн ибадәт­хана яки төрт коча оттурида турувелип дуа қилидиған сахтипәз­ләр­дәк дуа қилмаңлар. Билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду.


Худаниң әмрини тутуп зиянкәшликкә учриғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Асманниң Падишалиғи уларниңдур.


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр ақартип қоюлған, сиртқи көрүнүши чирайлиқ, лекин ичи өлүк устихан вә һәр хил чириған нәрсиләргә толған қәбирләргә охшайсиләр.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite