Галатиялиқларға йезилған хәт 6:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси10 Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли. Gade chapit la |
Яқ! Силәр дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, уларға яхшилиқ қилиңлар. Башқиларға қайтурувелишни ойлимайла пул қәриз бериңлар. Шу чағда асманда мол мукапатқа еришисиләр вә улуқ Худаниң пәрзәнди болғанлиғиңлардин гувалиқ бәргән болисиләр. Чүнки Худа яхшилиқни билмәйдиғанларға вә яманларғиму шәпқәт қилиду.
Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини йүзигә салимән. У бизгә яман сөзләр билән һуҗум қиливатиду. У буниң биләнла чәклинип қалмай, Әйса Мәсиһниң хизмитини қилиш үчүн кәлгән қериндашлиримизниму қобул қилмайватиду. Һәтта бу қериндашлиримизни қобул қилмақчи болған кишиләрни тосап, уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду.