Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 6:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Қериндашлар, әгәр араңларда бириниң һазирму гуна қиливат­қанлиғи байқалған болса, ишәнчтә пишип йетилгән силәр уни мулайим­лиқ билән тоғра йолға қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта өзәңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиң­лар.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 6:1
41 Referans Kwoze  

Ишәнчимиз күчлүк болған бизләр һәр қандақ иш қилғанда, өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимастин, ишәнчи аҗиз қериндашлиримизғиму көңүл бөлүшимиз керәк.


Бирақ уларни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә уларға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.


Рәббимизниң тәлимигә қарши турған­лар­ғиму мулайимлиқ билән несиһәт қилиш керәк. Бәлким Худа уларға һәқиқәтни биливелиш үчүн товва қилиш пурситини бериду.


Бири қериндишиниң мәңгүлүк өлүмгә елип бармиғидәк гуна қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун. Буниң билән Худа униң бу қериндишиға һаятлиқ ата қилиду. Бу өлүмгә елип бармиғидәк гуна өткүзгәнләргә қарита ейтилған, лекин мәңгүлүк өлүмгә елип барғидәк гунаму бар. Мән силәрни бундақ гуна қилғанлар үчүн дуа қилиңлар демәймән.


Әнди уни кәчүрүңлар вә униңға тәсәлла бериңлар. Болмиса у һәддидин артуқ қайғуруп кетиду.


Силәргә әгәшкән «асқақларниң» жиқилип чүшмәслиги үчүн маңған йолуңлар түз болсун. Буниң билән силәр уларниң шипа тепишиға ярдәм берәләйсиләр.


бәлки қәлбиң­ларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар.


Ишәнчи аҗиз қериндашларниң пикирлири үстидә һөкүм қилмай, уларни қобул қилиңлар.


Шуниң үчүн өзини ишәнчтә пут тирәп турува­тимән, дәп һесаплайдиғанлар жиқилип чүшүштин пәхәс болсун.


Силәргә таяқ елип барайму яки меһир-муһәббәт вә мулайимлиқму? Қайсисини халайсиләр?


Һәммимиз көп хаталишимиз, һалбуки, тилда хаталашмиған киши өзини һәр җәһәт­тин тизгинләп, пишип йетилгән киши болиду.


Силәр билән биллә болғанда муамилиси юмшақ, лекин биллә болмиғанда силәргә қарита қаттиқ қол дәп қаралған мәнки Павлус Әйса Мәсиһтәк мулайимлиқ вә рәһимдиллик билән силәрдин шуни өтүнүп тәләп қилимәнки,


Муқәддәс Язмиларда: «Мән қурванлиқ қилишиңларни әмәс, рәһим-шәпқәт көрситишиңларни истәймән», дейилгән. Силәр берип бу сөзниң мәнасини үгиниңлар. Мән өзлирини дурус һесаплайди­ған­ларни әмәс, бәлки өзлириниң гуналирини тонуйдиған­ларни чақир­ғили кәлдим, — деди.


Әгәр силәрдин бириңлар өзини Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзгүчи яки ишәнч җәһәттә йетилгән дәп қариса, у мениң силәргә язғанлиримниң Рәббимизниң әмри екәнлигини етирап қилиши керәк.


Әр-аял бир-бириниң җинсий тәливини рәт қилмаслиғи керәк. Пәқәт пүтүн зеһниңлар билән дуа қилиш мәхситидә өз мақуллуғуңлар билән вақитлиқ биргә ятмаслиққа келишкәндин башқа вақитларда бир-бириңлардин айрилип ятмаңлар. Болмиса, шәйтан силәрниң өзәңларни тутувалалмиғанлиғиңлардин пайдилинип, силәрни нека садиқлиғини бузушқа аздуруп кетиши мүмкин.


Қәлбидә Худаниң Роһи бар болған киши һәммә ишқа баһа берәләйду. Лекин униңға қәлбидә Худаниң Роһи болмиған һеч қандақ киши баһа берәлмәйду.


Биз адәмниң гунакар тәбиити униң ой-пикирлирини башқурса, бу у адәмгә мәңгү­лүк өлүм елип келиду. Амма у адәмниң ой-пикирлирини Муқәддәс Роһ башқурса, бу униңға һаятлиқ вә аманлиқ елип келиду.


Мулайим вә кәмтармән. Шуңа Мениң боюнтуруғумға кирип, Мәндин үгиниңлар. Шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду.


Араңларда ким әқил-парасәтлик болса, у өз һаятида кәмтарлиқ билән қилған яхши ишлири арқилиқ өзиниң әқил-параситини көрсәтсун.


Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.


мулайимлиқ вә өзини тутувелишлардин ибарәттур. Булар һеч қандақ қанунға зит әмәстур.


Қериндашлар, мән араңларда болған чеғимда, силәргә Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаватқанларға тәлим бәргәндәк тәлим берәлмидим. Әксичә силәргә гунаниң илкидә яшаватқанларға яки ишәнч җәһәттә худди бовақларға охшаш адәмләргә сөзлигәндәк сөзләшкә мәҗбур болдум.


Петрус һәзрити Әйсаниң: «Ғораз чиллаш­тин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә елип, ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.


Петрус ташқиридики һойлида олтиратти. Бир хизмәткар қиз униң йениға келип: — Сән җәлилийәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди.


Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай, амин!


Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


Шуниң үчүн униңға муһәбби­тиңларни көрситишиңларни сораймән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite