Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 5:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 5:6
22 Referans Kwoze  

Худаниң нәзәридә хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, муһими Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи адәм болуштур.


Ишәнгүчиниң хәтнә қилинған яки қилинмиғанлиғи муһим әмәс, әң муһими униң Худаниң әмирлиригә әмәл қилишидур.


Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргән әҗриңларни вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз.


Мәйли йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, әр яки аял болсун, һәммиңлар Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худаниң нәзәридә баравәр болдуңлар.


Бизни шундақ қилишқа қиста­ватқини Әйса Мәсиһниң муһәббитидур. Биз Әйса Мәсиһниң һәмми­миз үчүн өлгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, өзимизниң бурун яшап кәлгән һаятимизға нисбәтән өлгәнлигимизгиму ишинимиз.


Силәр бурун Әйса Мәсиһни көрүп бақмиған болсаңларму, Уни сөйүп кәлдиңлар. Һазир Уни көрмигән тәғдирдиму Униңға йәнила ишинисиләр. Шуңа қәлбиңлар тил билән ипадиләп бәргили болмай­диған чәксиз шат-хорамлиққа чөмди.


Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.


Ишәнчи сәвәвидин Ибраһим Худа униңға бәрмәкчи болған зимин­ға чақирилғанда, у Худаға бойсунуп, қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти.


Мана бу дунияда ишәнч, үмүт вә меһир-муһәббәттин ибарәт бу үчи давамлиқ моҗут болуп туриду. Буларниң ичидә әң улуқ болғини меһир-муһәббәттур.


Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәммиңлар Худаниң пәрзәнт­лири болдуңлар.


Худа Атимиздин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин силәргә аманлиқ, меһир-муһәббәт вә ишәнч тиләймән.


Чүнки биз силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлардин вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә меһир-муһәббәт көрсәткиниңлардин хәвәр таптуқ.


Өзи йәһудий болмисиму, биз йәһудийларни яхши көриду. Һәтта биз үчүн бир ибадәтханиму селип бәрди, — дәп Униң йүз бешиниң өйигә беришни чин көңлидин тәләп қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite