5 Лекин ишәнч арқилиқ һәққаний адәм дәп җакаланған бизләр болсақ, Муқәддәс Роһқа тайинип, Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадәтлирини интизарлиқ билән күтмәктимиз.
Улар йәнә бизгә силәрниң Худа Оғлиниң, йәни Худа өлүмдин тирилдүргән Әйса Мәсиһниң асмандин қайта келишини күтүватқанлиғиңларни ейтти. Бизләрни Худадин келидиған ғәзәптин қутқузғучи дәл Әйса Мәсиһтур.
Һазир һәққанийлиқ таҗи мени күтүп туриду. Уни адил сорақ қилидиған Рәббимиз қайта кәлгәндә, маңа кийдүриду. Шундақла уни ялғуз маңила әмәс, Униң қайта келишини интизарлиқ билән күтүп турғанларниң һәммисигә кийдүриду.
Биз улуқ Худа болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз.
Әй Пәрвәрдигарим, қутқузушуңни күтмәктимән!
Демәк, гуна инсанларға һөкүмранлиқ қилип, уларни өлүмгә апарған болса, Худаниң меһир-шәпқити инсанларға һөкүмранлиқ қилип, Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ уларни һәққаний адәм дәп җакалап, уларға мәңгүлүк һаят елип кәлди.
Рәббимиз Әйса силәрни Худаниң меһир-муһәббитини техиму чоңқур чүшинишкә йетәклигәй вә силәрни Өзигә охшаш чидамлиқ қилғай.
Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз.
Силәр Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қайта келишини интизарлиқ билән күтүватқан мошу күнләрдә, Муқәддәс Роһ ата қилған һеч қандақ һәдийәдин кам қалмидиңлар.