Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 5:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Мәнки Павлус шуни ейтип қояйки, әгәр силәр һәққанийлиқни издәп, йәнила хәтнигә таянсаңлар, у чағда Әйса Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 5:2
16 Referans Kwoze  

Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.


Худаниң арамлиғи һәққидики бу Хуш Хәвәр худди чөлдики исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири ишәнчи билән жуғурулмиғанлиқтин, уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.


Қериндашлар, әгәр мән улар ейтқандәк «хәтнә қилиниш керәк», дәп давамлиқ тәлим берип жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күндә йәнә немә үчүн йәһудийларниң зиянкәшлигигә учраймән? Әгәр шундақ қилған болсам, у чағда «қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғидинла келиду», демигән болаттим һәм уларниң ғәзивиниму қозғимиған болаттим.


Силәр билән биллә болғанда муамилиси юмшақ, лекин биллә болмиғанда силәргә қарита қаттиқ қол дәп қаралған мәнки Павлус Әйса Мәсиһтәк мулайимлиқ вә рәһимдиллик билән силәрдин шуни өтүнүп тәләп қилимәнки,


Биздин йениңларға барған бәзи кишиләрниң сөзлири силәрни беарам вә паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларниң ундақ сөзләрни қилишини тапшурмиған едуқ.


Биз­ниң йениңларға барғумиз кәлгән еди. Болупму мәнки Павлус нәччә қетим силәрни йоқлап бармақчи болған болсамму, бирақ буниңға шәйтан тосалғу болди.


лекин йәнила сениң меһир-муһәббитиңгә көрә илтимас қилишни таллавалдим. Бу илтимасни мошу яшқа кирип қалған һәм Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида һазир мәһбус болуватқан мәнки Павлустин дәп билгин.


Мана һазир бу ахирқи саламларни мәнки Павлус өз қолум билән йезиватимән.


Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп: — Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.


Мәнки Павлус бу сөзләрни өз қолум билән йезиватимән, һесаватни өзәм қайтуримән. Лекин Хуш Хәвәр арқилиқ еришкән мәңгүлүк һаятиң үчүн маңа қәриздар екәнлигиңни тилға елишимниң һаҗити болмиса керәк.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite