Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Силәр Худаниң пәрзәнтлири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң Роһини қәлбиңларға салди. Бу Роһ силәрни Худани «Әй сөйүмлүк Ата», дәп чақиртиду.

Gade chapit la Kopi




Галатиялиқларға йезилған хәт 4:6
30 Referans Kwoze  

Бу үмүт бизни һәргиз уятта қалдурмайду. Чүнки Худа бизгә ата қилған Муқәддәс Роһ арқилиқ Өзиниң меһир-муһәббитини қәлбимизгә сиңдүргән.


Бирақ силәргә кәлсәк, Худаниң Роһи һәқиқәтән қәлбиңларда яшиған­лиқтин, гунакар тәбиитиңларниң башқурушида әмәс, бәлки Муқәддәс Роһниң башқурушида туруватисиләр. Қәлбидә Муқәддәс Роһ, йәни Әйса Мәсиһниң Роһи болмиған адәм Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәстур.


Чүнки Худаниң мени мән билән қаршилашқучиларниң алдида ақлайдиғанлиғиға ишинимән. Бу силәрниң дуалириңлар вә Әйса Мәсиһниң Роһи, йәни Муқәддәс Роһниң ярдими арқилиқ болиду.


Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз.


Бу йәрдики «Рәб» дегәнлик Муқәддәс Роһтур. Кимниң қәлбидә Рәбниң Роһи болса, униңда әркинлик болиду.


Худа­ниң Муқәддәс Роһини қайғуға салмаңлар. Чүнки Муқәддәс Роһ болса силәрниң Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң тамғиси болуп, үзүл-кесил қутқузулидиған күнүңларниң йетип келидиғанлиғиға капаләт­лик қилиду.


Лекин силәр, қәдирлик қериндашлирим, өзәңларни интайин муқәддәс болған ишәнчиңларниң һули үстидә өсүп йетилдүрүңлар вә Муқәддәс Роһқа тайинип дуа қилиңлар.


Билип қоюңларки, Мениң кетишим силәргә пайдилиқ, кәтмисәм силәргә Ярдәмчи кәлмәйду, амма кәтсәм, Уни силәргә әвәтимән.


Мәнму Худа Атамдин силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилишини тиләймән. У силәр билән мәңгү биргә болиду.


Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә Муқәддәс Роһини илтипат қилмасму?


Қәлбимизгә Муқәддәс Роһни селиш билән бизгә егидарчилиқ тамғисини бесип, уни Өз вәдисиниң толуқ әмәлгә ашидиғанлиғиниң капалити қилди.


Мән силәргә Атамниң йенидин Ярдәмчи, йәни һәқиқәткә баш­лиғучи — Муқәддәс Роһни әвәтимән. У Атамниң йенидин келип, Мән тоғрилиқ гувалиқ бериду.


Һәзрити Әйса җавап берип мундақ деди: — Дуа қилғиниңларда, мундақ дәңлар: «Әй Атимиз, Сениң намиң улуқланғай. Падишалиғиң йәр йүзидиму намайән болғай.


Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөз­ләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә.


Әйса Мәсиһниң Роһи уларниң қәлбидә болуп, бу Роһ уларға Худа әвәтмәкчи болған Қутқазғучи чекидиған азап-оқубәтләр вә Униң бу азап-оқубәтләрни чәккәндин кейин еришидиған шан-шәриви тоғрисида алдин-ала мәлумат бәргән. Улар бу ишларниң қачан вә қандақ йүз беридиған­лиғи үстидә издәнгән.


Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.


Униңға сәҗдә қилиш үчүн айиғиға баш қойдум. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргән қериндашлириңға охшаш хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! Чүнки Әйса Мәсиһ һәққидә гувалиқ бериш Худаниң пәйғәмбәр­лик сөзини ейтишниң һәқиқий маһийитидур, — деди.


Силәр йәһу­дий әмәсләрму һәқиқәтни, йәни өзәңларниң қутқузулушуңлар тоғриси­дики Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәндиңлар һәм вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән тамғиландиңлар. Бу Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң бәлгүсидур.


Бу дунияға хас тән тоғрилиқ Муқәддәс Язмиларда: «Тунҗа инсан, йәни Адәм атиға һаятлиқ берилди», дәп йезилған. Ахирқи Адәм ата, йәни Әйса Мәсиһ болса, у дунияда яшишимиз үчүн бизгә мәңгүлүк һаят бәрди.


Улар Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ һәзрити Әйсаниң Роһи уларниң киришигә йәнә бир қетим йол қоймиди.


У бу сөзни Өзигә ишәнгәнләргә ата қилинидиған Худаниң Муқәд­дәс Роһиға қарита ейтқан еди. Худаниң Роһи техи һеч кимгә чүшмигән еди, чүнки һәзрити Әйса техи Атисиниң асмандики шан-шәривигә кирмигән еди.


— Әй сөйүмлүк Ата, Сән һәммигә қадирсән, бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.


Шуниң үчүн бу тәлимни рәт қилған киши инсанни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһ ата қилған Худани рәт қилған болиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite