Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.
Һелиқи 144000 киши тәхтниң, төрт тирик мәхлуқниң вә йетәкчиләрниң алдида йеңи бир нахша ейтишти. Бу нахшини гуналириниң төләми төлинип бу дуниядин азат қилинған кишиләрдин башқа һеч ким үгинишкә қадир әмәс еди.