22 Тәвратта Ибраһимниң икки оғли барлиғи хатириләнгән. Уларниң бири қул аял Һәҗәрдин, йәнә бири өз аяли Сарәдин болған.
Һәҗәр Ибрамға бир оғул туғуп бәрди. Ибрам униңға Исмаил дәп ат қойди.
Шуниң билән Сарә Ибраһимға: — Сән бу хизмәткар аялни оғли билән қошуп һайдавәт! Чүнки хизмәткар аялниң оғли һәргиз мениң оғлум Исһақ билән мирасқа ортақ болуп қалмаслиғи керәк! — деди.
Қул аялдин болған оғул пәрзәнт қалдуруш қанунийити бойичә, өз аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси бойичә дунияға кәлгән.
Лекин Муқәддәс Язмиларда немә дәп йезилған? Униңда: «Сән бу қул аялиңни оғли билән қошуп һайдавәт! Чүнки қул аялиңниң оғли һәргиз әркин аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болуп қалмисун», дәп йезилған.
Демәк, қериндашлар, биз қул аялниң әмәс, бәлки әркин аялниң пәрзәнтлиримиз.